< Йәшуа 11 >

1 Амма Һазорниң падишаси Ябин буларни аңлап Мадонниң падишаси Йобаб билән Шимронниң падишаси вә Ақсафниң падишасиға адәм әвәтти, 2 шундақла шималдики тағлиқ райондики падишаларға, Киннәротниң җәнубидики түзләңлик, ойманлиқ вә ғәриптики Дор егизлигидики һәммә падишаларға әлчи әвәтти; 3 У йәнә шәриқ билән ғәрип тәрәптики Ⱪананийлар, Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр билән тағлиқ райондики Йәбусийлар вә Һәрмон теғиниң етигидики Мизпаһ жутида туруватқан Һивийларни чақирди. 4 Улар, йәни падишалири вә барлиқ қошунлири чиқти; уларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп еди, уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди. 5 Бу һәммә падишалар бир болуп жиғилип, Исраил билән җәң қилиш үчүн Мәром сулириниң бойида чедирларни тикти. 6 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән улардин һеч қорқмиғин; чүнки Мән әтә мошу вақитларда уларниң һәммисини Исраилниң алдида һалакәткә тапшуримән. Сән уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүветисән, — деди. 7 Буни аңлап Йәшуа билән униң һәммә җәңчилири Мәром сулириниң йениға берип, уларниң үстигә туюқсиз чүшүп һуҗум қилди. 8 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға тапшурди; уларни уруп Чоң Зидон вә Мисрәфот-Майимғичә, шундақла шәриқ тәрәптики Мизпаһ вадисиғичә сүрүп берип, улардин һеч бирини қоймай қиличлап өлтүрди. 9 Йәшуа Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғинидәк қилип, уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүвәтти. 10 Шу чағда Йәшуа қайтип берип, Һазорни ишғал қилип, униң падишасини қиличлап өлтүрди. Һазор болса шу дәвирләрдә әшу барлиқ әлләрниң беши еди. 11 [Исраиллар] шәһәр ичидә олтиришлиқ һәммисини қиличлап өлтүрүп, һеч нәпәс егисини қоймай һәммисини үзүл-кесил йоқатти; Һазорни Йәшуа отта көйдүрүвәтти, 12 Шу падишаларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишалирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти. 13 Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти. 14 Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди. 15 Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди. 16 Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини, 17 Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишалирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди. 18 Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишалар билән узун вақит җәң қилди. 19 Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди. 20 Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди. 21 У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти. 22 Шуниң билән Исраилларниң зиминида Анакийлардин һеч бириму қалдурулмиди; пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта бир нәччисила қалди. 23 Шу тәриқидә Йәшуа Пәрвәрдигар Мусаға вәдә қилғандәк пүткүл зиминни алди; Йәшуа уни Исраилға уларниң қошун-қәбилиси бойичә мирас қилип тәқсим қилди. Андин зимин җәңдин арам тапти.

< Йәшуа 11 >