< Юһанна 4 >

1 Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин 2 (әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти) 3 у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти. 4 Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди. 5 Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди. 6 Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди. 7 Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: — Маңа ичкили су бәргин, — деди. 8 9 Аял униңдин: — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти). 10 Әйса униңға җававән: — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти. 11 Аял униңдин: — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз? 12 Әҗәба, бу қудуқни бизгә [мирас] қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди. 13 Әйса униңға җававән: — Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду. 14 Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди. (aiōn g165, aiōnios g166) 15 Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди. 16 Әйса: — Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди. 17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп, раст ейттиң. 18 Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса. 19 Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! 20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр [Йәһудийлар] «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди. 21 Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду. 22 Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду. 23 Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. 24 Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур. 25 Аял униңға: — Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди. 26 Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди. 27 Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди. 28 Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә: 29 — Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди. 30 Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти. 31 Шу арилиқта мухлислири униңға: — Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти. 32 Лекин у уларға: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди. 33 Мухлислар бир-биригә: — Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти. 34 Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң [маңа тапшурған] хизмитини тамамлаштур. 35 — Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди! 36 Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. (aiōnios g166) 37 Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду. 38 Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар. 39 Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди. 40 Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди. 41 Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди. 42 Улар аялға: — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти. 43 Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди 44 (чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди). 45 Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң [өтүп кетиш] һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди). 46 Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). [Шу күнләрдә], Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. 47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: — [Өйүмгә] чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди. 48 Шуниң билән, Әйса униңға: — Силәр [Галилийәликләр] мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди. 49 Орда әмәлдари Әйсаға: — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди. 50 Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. 51 Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди. 52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти. 53 Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти. 54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.

< Юһанна 4 >