< Юһанна 19 >

1 Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти. 2 Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға [шаһанә] сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп, 3 униң алдиға келип: — Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди. 4 Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа: — Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди. 5 Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: — Қараңлар, у адәмгә! — деди. 6 Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди. 7 Йәһудийлар униңға җававән: — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди. 8 Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп, 9 йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди. 10 Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди. 11 Әйса җававән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди. 12 Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падиша дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти. 13 Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди 14 (у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: Мана бу силәрниң падишасиңлардур! — деди. 15 Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди. Пилатус уларға: — Мени падишасиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди. Баш каһинлар җававән: — Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишасимиз йоқтур! — дәп [товлашти]. Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди. 16 [Ләшкәрләр] Әйсани елип маңди. У өз крестини йүдүп, «Баш сүйәк җайи» (ибраний тилида «Голгота») дегән йәргә барди. 17 18 Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди. 19 Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаси» дәп йезилған еди. 20 Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди. 21 Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: — «Йәһудийларниң падишаси» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаси, дегән» дәп йезиң, — дейишти. 22 Бирақ Пилатус җававән: — Язидиғанни йезип болдум! — деди. 23 Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди. 24 Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти. 25 Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти. 26 Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — И ханим, мана сениң оғлуң! — деди. 27 Андин у бу мухлисқа: — Мана сениң анаң! — деди. Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди. 28 Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди. 29 У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди. 30 Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин: — Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди. 31 У күни [өтүп кетиш һейтиниң] тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди. 32 Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти. 33 Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди. 34 Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти. 35 Буни көргүчи силәрниң ишинишиңлар үчүн гувалиқ бериду; көргүчиниң гувалиғи һәқтур, у өзиниң ейтқанлирини һәқ дәп билиду. 36 Бу ишларниң һәммиси муқәддәс язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» вә йәнә бир бешарәттә: «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашуруш үчүн йүз бәрди. 37 38 Бу ишлардин кейин, Ариматиялиқ Йүсүп Пилатустин Әйсаниң җәситини елип кетишни тәләп қилди (Йүсүп Әйсаниң мухлислиридин еди, лекин Йәһудийлардин қорққини үчүн буни мәхпий тутатти); Пилатус рухсәт бәрди, шуниң билән Йүсүп берип Әйсаниң җәситини елип кәтти. 39 Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодимму мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип, [униң] [билән биллә] кәлди. 40 Иккилән Әйсаниң җәситини Йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, канап рәхтләр билән орап кепәнлиди. 41 Әйса крестләнгән йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди. 42 Бу Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи үчүн, улар Әйсани шу йәрликкә қойди.

< Юһанна 19 >