< Йоел 3 >

1 Чүнки мана, шу күнләрдә, шу пәйттә, Мән Йәһуда һәм Йерусалимни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүргинимдә, 2 Мән барлиқ әлләрниму жиғип, Уларни «Йәһошафат җилғиси»ға чүшүримән; Шуниң билән уларниң хәлқимни әлләр арисиға тарқитивәткәнлигидин, Зиминимни бөлүп парчиливәткәнлигидин, Уларни әшу йәрдә Мениң мирасим, йәни хәлқим Исраил түпәйлидин сораққа тартимән. 3 Униң үстигә улар Мениң хәлқимни доға тикип чәк ташлиған; Бир жигитни бир паһишә аялға алмаштурған, Бир қизни «шарап ичимиз» дәп шарап үчүн алмаштурған. 4 Һәй, Тур һәм Зидон, Филистийәниң барлиқ районлири, Мән силәрни немә қилиптимән? Силәр Мәндин өч алмақчимусиләр? (Бирақ Мәндин өч алимиз десәңлар, өчни тезла өз бешиңларға қайтуруп беримән!) 5 Күмүчлирим, алтунлиримни буливалғиниңлар түпәйлидин, Гөзәл гөһәрлиримни өз бутханилириңларға апарғиниңлар түпәйлидин, 6 Йәһуда балилири һәм Йерусалимниң балилирини өз чегарасидин жирақ қилмақ үчүн уларни Грекларға сетиветкиниңлар түпәйлидин, 7 Мана, Мән уларни силәр сетивәткән җайда орнидин турғузимән, Һәмдә қилғиниңларни өз бешиңларға қайтуримән. 8 Оғул-қизлириңларни Йәһуда балилириниң қолиға сетиветимән, Улар шуларни жирақтики бир әлгә, йәни Шабиялиқларға сетиветиду; Чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған. 9 Шуни әлләр арисида җакалаңларки, «Җәңгә тәйярлиниңлар, Палванларни қозғаңлар, Җәңчиләрниң һәммиси йеқинлашсун, Җәңгә һазир болсун; 10 Сапан чишлирини қилич қилип, Оғақлириңларни нәйзә қилип соқушуңлар; Аҗиз адәмму: «Мән күчлүк» десун; 11 Әтраптики һәммә әлләр, тездин келиңлар, Һәммиңлар шу йәргә җәм болуңлар!». «Өзүңниң күчлүклириңни әшу йәргә чүшүргәйсән, аһ Пәрвәрдигар!» 12 «Әлләр қозғилип «Йәһошафат җилғиси»ға кәлсун; Чүнки Мән шу йәрдә олтирип әтраптики һәммә әлләрни сораққа тартимән. 13 Оғақни селиңлар, Чүнки зираәт пишти; Келиңлар, чүшүп чәйләңлар, Чүнки шарап көлчәклири лиқ тушуқтур, Идиш-күпләр толуп ташиду. Чүнки уларниң рәзиллиги зордур» 14 Аһ, нурғун, нурғун кишиләр «Қарар җилғиси»да! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни «Қарар җилғиси»ға йеқинлашти. 15 Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, Юлтузлар өз җуласини қайтурувалиду. 16 Пәрвәрдигар Зиондин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Асманлар, зиминлар силкиниду; Лекин Пәрвәрдигар Өз хәлқигә башпанаһ, Исраил балилириға күч-һимайә болиду. 17 Шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, Өз муқәддәс теғим Зионда туридиғанлиғимни билисиләр; Йерусалим пак-муқәддәс болиду, Униңдин һеч ят адәмләр йәнә өтмәйду. 18 Һәм шу күни әмәлгә ашурулидуки, Тағлар йеңи шарапни темитиду, Дөң-егизликләрдин сүт ақиду, Йәһудадики барлиқ ериқ-өстәңләрдә лиқ су ақиду; Пәрвәрдигарниң өйидин бир булақ чиқиду, Шиттим җилғисини суғириду. 19 Мисир болса бир чөллүк, Едом адәмзатсиз бир чөл-баяван болиду, Уларниң Йәһуда балилириға қилған зулум-зораванлиғи түпәйлидин, Улар буларниң зиминида бегуна қанларни төккәнлиги түпәйлидин. 20 Бирақ Йәһуда мәңгүгә туриду, Йерусалим дәвирдин-дәвиргичә қалиду; 21 Һәм Мән уларни төккән қанларниң пакландурулмиған гуналиридин пакландуримән; Чүнки Пәрвәрдигар Зионда маканлашқандур.

< Йоел 3 >