< Аюп 1 >
1 «Уз» дегән жутта, Аюп исимлиқ бир адәм яшиған еди. Бу адәм болса қусурсиз, дурус, Худадин қорқидиған, яманлиқтин өзини жирақ тутидиған адәм еди.
2 Униңдин йәттә оғул вә үч қиз туғулди.
3 Униң йәттә миң қой, үч миң төгә, бәш йүз җүп кала, бәш йүз мада ешәк қатарлиқ мал-мүлки бар еди. Униң малайлири бәк көп еди; у шәриқлиқләр ичидә һәммидин улуқ еди.
4 Униң оғуллири нөвәт бойичә бекиткән күндә өз өйидә башқилар үчүн дәстихан селип зияпәт қилатти. Бу күнләрдә улар адәм әвәтип үч сиңлисини улар билән биллә тамақлинишқа чақиритатти.
5 Уларниң шу зияпәт күнлири аяқлиши билән Аюп адәм әвәтип уларни Худа алдида паклинишқа орунлаштуратти. У таң сәһәрдә орнидин туруп уларниң саниға асасән көйдүрмә қурбанлиқларни қилатти. Чүнки Аюп: «Балилирим гуна қилип қоюп, көңлидә Худаға беһөрмәтлик қилип қоямдикин» дәп ойлайтти. Аюп һәрдайим әнә шундақ қилип туратти.
6 Бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.
7 Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, деди.
8 Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ, — деди.
9 Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Аюп Худадин бекардин бекар қорқмиғанду?
10 Өзүң униң өзи, аилисидикилири һәм униң һәммә нәрсисиниң әтрапиға қаша қойған әмәсму? Сән униң қолиға бәрикәт ата қилдиң, шуниң билән униң тәәллуқати тәрәп-тәрәптин гүллинип көпәймәкта.
11 Әгәр Сән қолуңни созуп, униң һәммә нәрсилиригә тегип қойсаң, у Сәндин йүз өрүп, Сени тиллимиса [Шәйтан болмай кетәй]! — деди.
12 Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, униң һәммә нәрсисини сениң қолуңға тутқуздум! Бирақ униң өзигә тәккүчи болма! — деди. Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип кәтти.
13 Бир күни, Аюпниң оғул-қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтиратти.
14 Бир хәвәрчи Аюпниң йениға келип униңға: — Калилар билән йәр һайдавататтуқ, ешәкләр әтрапта отлавататти;
15 Шебалиқлар һуҗум қилип кала-ешәкләрни булап кәтти. Ишләватқан яшларни қиличлап өлтүривәтти. Ялғуз мәнла қутулуп қелип, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болди, — деди.
16 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Асмандин Худаниң оти чүшүп қойлар вә ишләватқан яшларни көйдүривәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
17 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Калдийләр үч тәрәптин һуҗум қилип төгиләрни булап елип кәтти, ишләватқан яшларни қиличлап өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
18 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Оғуллири вә қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтарғинида,
19 туюқсиз, чөлдин қаттиқ бир боран чиқип өйниң төрт булуңини қаттиқ соқуп, өй ғулап чүшүп яшларни өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
20 Аюп болса буни аңлап орнидин дәс туруп, тонини житип, чечини чүшүриветип, өзини йәргә ташлап Худаға ибадәт қилди: —
21 Мән апамниң қосиғидин ялаңач чүшкән, у йәргиму ялаңач қайтимән; һәммини Пәрвәрдигар [маңа] бәргән, әнди Пәрвәрдигар [мәндин] елип кәтти; Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! — деди.
22 Буларниң һәммисидә Аюп гуна қилмиди вә яки Худани һеч қандақ налайиқлиқ билән әйиплимиди.