< Аюп 42 >

1 Аюп Пәрвәрдигарға җавап берип мундақ деди: — 2 «Һәммә ишни қилалайдиғиниңни, Һәр қандақ муддиаңни тосивалғили болмайдиғинини билдим! 3 «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» Бәрһәқ, мән өзүм чүшәнмигән ишларни дедим, Мән әқлим йәтмәйдиған тилсимат ишларни ейттим. 4 Аңлап баққайсән, сөзләп берәй; Мән Сәндин сорай, Сән мени хәвәрдар қилғайсән. 5 Мән қулиқим арқилиқ хәвириңни аңлиғанмән, Бирақ һазир көзүм Сени көриватиду. 6 Шуниң үчүн мән өз-өзүмдин нәпрәтлинимән, Шуниң билән топа-чаңлар вә күлләр арисида товва қилдим». 7 Пәрвәрдигар Аюпқа бу сөзләрни қилғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Теманлиқ Елифазға мундақ деди: — «Мениң ғәзивим саңа һәм икки достуңға қарап қозғалди; чүнки силәр Мениң тоғрамда Өз қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк сөзлимидиңлар. 8 Бирақ һазир өзүңлар үчүн йәттә топақ һәм йәттә қочқарни елип, қулум Аюпниң йениға берип, өз-өзүңлар үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; қулум Аюп силәр үчүн дуа қилиду; чүнки Мән уни қобул қилимән; болмиса, Мән өз наданлиқлириңларни өзүңларға қайтуруп берәй; чүнки силәр Мениң тоғрамда қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк тоғра сөзлимидиңлар». 9 Шуниң билән Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар үчәйлән берип Пәрвәрдигар уларға дегинидәк қилди; һәмдә Пәрвәрдигар Аюпниң дуасини қобул қилди. 10 Шуниң билән Аюп достлири үчүн дуа қиливиди, Пәрвәрдигар уни азап-қийинчилиқлиридин қайтуруп, әслигә кәлтүрди; Пәрвәрдигар Аюпқа бурунқидин икки һәссә көп бәрди. 11 Шуниң билән униң барлиқ ака-ука, ача-сиңил вә униңға илгири дост-ағинә болғанларниң һәммиси униң йениға кәлди. Улар униң өйидә олтирип униң билән биллә тамақланди; униңға һесдашлиқ қилишип, Пәрвәрдигар униңға кәлтүргән барлиқ азап-оқубәтләр тоғрисида тәсәлли беришти; һәмдә һәр бир адәм униңға бир тәңгидин көмүш, бирдин алтун һалқа беришти. 12 Пәрвәрдигар Аюпқа кейинки күнлиридә бурунқидин көпрәк бәхит-бәрикәт ата қилди; униң он төрт миң қойи, алтә миң төгиси, бир миң қошлуқ калиси, бир миң мада ешиги бар болди. 13 Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди. 14 У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди. 15 Пүткүл зиминда Аюпниң қизлиридәк шунчә гөзәл қизларни тапқили болмайтти; атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди. 16 Бу ишлардин кейин Аюп бир йүз қириқ жил яшап, өз оғуллирини, оғуллириниң оғуллирини, һәтта төртинчи әвлатқичә, йәни әврилириниму көргән. 17 Шуниң билән Аюп яшинип, күнлиридин қанаәт тепип аләмдин өтти.

< Аюп 42 >