< Аюп 41 >
1 Левиатанни қармақ билән тарталамсән? Униң тилини арғамча билән [бағлап] басаламсән?
2 Униң бурниға қомуш чүлүкни киргөзәләмсән? Униң еңигини төмүр нәйзә билән тешәләмсән?
3 У саңа арқа-арқидин илтиҗа қиламду? Яки саңа мулайимлиқ билән сөз қиламду?
4 У сән билән әһдә түзүп, Шуниң билән сән уни мәңгү малай сүпитидә қобул қилаламсән?
5 Сән уни қушқачни ойнатқандәк ойнитамсән? Дедәклириңниң һозури үчүн уни бағлап қоямсән?
6 Тиҗарәтчиләр униң үстидә содилишамду? Уни содигәрләргә бөлүштүрүп берәмду?
7 Сән униң пүткүл терисигә атарнәйзини санҗаламсән? Униң бешиға чаңгак билән санҗаламсән?!
8 Қолуңни униңға бирла тәккүзгәндин кейин, Бу җәңни әсләп иккинчи ундақ қилғучи болмайсән!
9 Мана, «[уни бойсундуримән]» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур; Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
10 Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?
11 Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса, Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән, Мән униңға қайтурушқа тегишликму?
12 [Левиатанниң] әзалири, Униң зор күчи, Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ, Мән сүкүт қилип туралмаймән.
13 Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун? Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?
14 Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун? Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
15 Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,
16 Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
17 Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур; Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
18 Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду, Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
19 Униң ағзидин отлар чиқип туриду; От учқунлири сәкрәп чиқиду.
20 Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк, Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
21 Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду, Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
22 Бойнида зор күч ятиду, Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
23 Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду; Үстидики [қасирақлири] йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
24 Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду, Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
25 У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду; Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.
26 Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ; Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
27 У төмүрни самандәк, Мисни пор яғачтәк чағлайду.
28 Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду; Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
29 Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду; У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.
30 Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур; У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.
31 У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду; У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
32 У маңса маңған йоли пақирайду; Адәм [бужғунларни көрүп] чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
33 Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур, У һеч қорқмас яритилған.
34 У бүйүкләрниң һәр қандиқиға [җүръәт билән] нәзәр селип, қорқмайду; У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур».