< Аюп 29 >

1 Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: — 2 «Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди, Тәңри мәндин хәвәр алған күнләрдикидәк болсиди! 3 У чағда Униң чириғи бешимға нур чачқан, Униң йоруқлуғи билән қараңғулуқтин өтүп кәткән болаттим! 4 Бу ишлар мән қиран вақтимда, Йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш [дост] болған вақитта болған еди! 5 Һәммигә Қадир мән билән биллә болған, Мениң яш балилирим әтрапимда болған; 6 Мениң басқан қәдәмлирим сериқ майға чөмүлгән; Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан; 7 Шәһәр дәрвазисиға чиққан вақтимда, Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда, 8 Яшлар мени көрүпла әйминип өзлирини чәткә алатти, Қерилар болса орнидин туратти, 9 Шаһзадиләрму гәптин тохтап, Қоли билән ағзини етивалатти. 10 Ақсүйәкләрму тиничлинип, Тилини таңлийиға чапливалатти. 11 Қулақ сөзүмни аңлисила, маңа бәхит тиләйтти, Көз мени көрсила маңа яхши гувалиқ берәтти. 12 Чүнки мән маңа һимайә бол дәп йелинған езилгүчиләрни, Панаһсиз қалған житим-йесирларниму қутқузуп тураттим. 13 Һалак болай дегән киши маңа бәхит тиләйтти; Мән тул хотунниң көңлини шатландуруп нахша яңратқузаттим. 14 Мән һәққанийлиқни тон қилип кийивалдим, У мени өз гәвдиси қилди. Адаләтлигим маңа йепинча һәм сәллә болған. 15 Мән корға көз болаттим, Токурға пут болаттим. 16 Йоқсулларға ата болаттим, Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим. 17 Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, Олҗисини чишлиридин елип кетәттим. 18 Һәм: «Мениң күнлирим қумдәк көп болуп, Өз угамда раһәт ичидә өлимән» дәйттим; 19 Һәм: «Йилтизим суларғичә тартилип бариду, Шәбнәм пүтүн кечичә шехимға чаплишип ятиду; 20 Шөһритим һәрдайим мәндә йеңилинип туриду, Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим. 21 Адәмләр маңа қулақ салатти, күтүп туратти; Несиһәтлирини аңлай дәп сүкүт ичидә туратти. 22 Мән гәп қилғандин кейин улар қайта гәп қилмайтти, Сөзлирим уларниң үстигә шәбнәм болуп чүшәтти. 23 Улар ямғурларни күткәндәк мени күтәтти, Кишиләр [вақтида яққан] «кейинки ямғур»ни қарши алғандәк сөзлиримни ағзини ечип ичәтти! 24 Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, Йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти. 25 Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим, Уларниң арисида каттиваш болуп олтираттим, Қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, Бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим».

< Аюп 29 >