< Аюп 25 >

1 Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: — 2 «Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур; У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду. 3 Униң қошунлирини санап түгәткили боламду? Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар? 4 Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун? Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун? 5 Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә, Юлтузларму пак болмиған йәрдә, 6 Қурут болған инсан, Сазаң болған адәм балиси [униң алдида] қандақ болар?».

< Аюп 25 >