< Аюп 23 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Бүгүнму шикайитим аччиқтур; Униң мени басқан қоли аһ-зарлиримдинму еғирдур!
3 Аһ, Уни нәдин тапалайдиғанлиғимни билгән болсам еди, Ундақта Униң олтиридиған җайиға барар едим!
4 Шунда мән Униң алдида дәвайимни баян қилаттим, Ағзимни муназириләр билән толдураттим,
5 Мән Униң маңа бәрмәкчи болған җававини биләләйттим, Униң маңа немини демәкчи болғанлиғини чүшинәләйттим.
6 У маңа қарши туруп зор күчи билән мениң билән талишамти? Яқ! У чоқум маңа қулақ салатти.
7 Униң һозурида һәққаний бир адәм униң билән дәвалишалайтти; Шундақ болса, мән өз Сотчим алдида мәңгүгичә ақланған болаттим.
8 Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ; Кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән.
9 У сол тәрәптә иш қиливатқанда, мән Уни байқалмаймән; У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән;
10 Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду; У мени тавлиғандин кейин, алтундәк сап болимән.
11 Мениң путлирим униң қәдәмлиригә чиң әгәшкән; Униң йолини чиң тутуп, һеч чәтнимидим.
12 Мән йәнә Униң ләвлириниң буйруғидин баш тартмидим; Мән Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип қәдирләп кәлдим.
13 Бирақ Униң болса бирла муддиаси бардур, кимму Уни йолидин буруялисун? У көңлидә немини арзу қилған болса, шуни қилиду.
14 Чүнки У маңа немини ирадә қилған болса, шуни бәрһәқ вуҗудқа чиқириду; Мана мошу хилдики ишлар Униңда йәнә нурғундур.
15 Шуңа мән Униң алдида дәккә-дүккигә чүшимән; Буларни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән.
16 Чүнки Тәңри көңлүмни аҗиз қилған, Һәммигә Қадир мени сарасимигә салиду.
17 Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим, Вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим.