< Аюп 18 >

1 Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: — 2 Сәндәк адәмләр қачанғичә мундақ сөзләрни тохтатмайсиләр? Силәр убдан ойлап беқиңлар, андин биз сөз қилимиз. 3 Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз? Немишкә алдиңларда ахмақ тонулимиз? 4 Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла йәр-зимин ташливетиләмду?! Тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?! 5 Қандақла болмисун, яман адәмниң чириғи өчүрүлиду, Униң от-учқунлири ялқунлимайду. 6 Чедиридики нур қараңғулуққа айлиниду, Униң үстигә асқан чириғи өчүрүлиду. 7 Униң мәзмут қәдәмлири қисилиду, Өзиниң несиһәтлири өзини моллақ атқузиду. 8 Чүнки өз путлири өзини торға әвәтиду, У дәл торниң үстигә дәссәйдиған болиду. 9 Қилтақ уни тапинидин иливалиду, Қапқан уни тутувалиду. 10 Йәрдә уни күтидиған йошурун арғамча бар, Йолида уни тутмақчи болған бир қапқан бар. 11 Уни һәр тәрәптин вәһимиләр бесип қорқитиватиду, Һәм улар уни из қоғлап қоғлаватиду. 12 Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти; Палакәт униң йенида пайлап жүриду. 13 Өлүмниң чоң балиси униң терисини йәватиду; Униң әзалирини шорайду. 14 У өз чедиридики аманлиқтин жулуп ташлиниду, [Өлүмниң тунҗиси] уни «вәһимиләрниң падишаси»ниң алдиға ялап апириду. 15 Өйидикиләр әмәс, бәлки башқилар униң чедирида туриду; Туралғусиниң үстигә гуңгут яғдурулиду. 16 Униң йилтизи тегидин қурутулиду; Үстидики шахлири кесилиду. 17 Униң әслимисиму йәр йүзидикиләрниң есидин көтирилип кетиду, Сиртларда униң нам-абройи қалмайду. 18 У йоруқлуқтин қараңғулуққа қоғливетилгән болуп, Бу дуниядин һайдиветилиду. 19 Әл-жутта һеч қандақ пәрзәнтлири яки әвлатлири қалмайду, У мусапир болуп турған йәрләрдиму нәсли қалмайду. 20 Униңдин кейинкиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, Худди алдинқиларму чөчүп кәткәндәк. 21 Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур.

< Аюп 18 >