< Аюп 17 >
1 Мениң роһум сунуқ, Күнлирим түгәй дәйду, Гөрләр мени күтмәктә.
2 Әтрапимда алдамчи мазақ қилғучилар бар әмәсму? Көзүмниң уларниң ечитқулуғиға тикилип туруштин башқа амали йоқтур.
3 Аһ, җеним үчүн Өзүң халиған капаләтни елип Өзүңниң алдида маңа борун болғайсән; Сәндин башқа ким мени қоллап борун болсун?
4 Чүнки Сән [достлиримниң] көңлини йоруқлуқтин қалдурғансән; Шуңа Сән уларни ғәлибидинму мәһрум қилисән!
5 Ғәниймәт алай дәп достлириға пәшва атқан кишиниң болса, Һәтта балилириниң көзлириму кор болиду.
6 У мени әл-жутларниң алдида сөз-чөчәккә қойди; Мән кишиләр йүзүмгә түкүридиған адәм болуп қалдим.
7 Дәрд-әләмдин көзүм торлишип кәтти, Барлиқ әзалирим көләңгидәк болуп қалди.
8 Бу ишларни көрүп дуруслар һәйрануһәс болиду; Бигуналар ипласларға қарши турушқа қозғилиду.
9 Бирақ һәққаний адәм өз йолида чиң туриду, Қоли пак жүридиған адәмниң күчи тохтавсиз улғийиду.
10 Әнди қени, һәммиңлар, йәнә келиңлар; Араңлардин бирму дана адәм тапалмаймән.
11 Күнлирим ахирлишай дәп қапту, Муддиалирим, көңлүмдики интизарлар үзүлди.
12 Бу адәмләр кечини күндүзгә айландурмақчи; Улар қараңғулуққа қарап: «Нур йеқинлишиватиду» дейишиватиду.
13 Әгәр күтсәм, өйүм тәһтисара болиду; Мән қараңғулуққа орнумни раслаймән. (Sheol )
14 «Чирип кетишни: «Сән мениң атам!», Қурутларни: «Апа! Ача!» дәп чақиримән!
15 Ундақта үмүтүм нәдә? Шундақ, үмүтүмни ким көрәлисун?
16 Үмүтүм тәһтисараниң төмүр пәнҗирилири ичигә чүшүп кетиду! Биз бирликтә топиға кирип кетимиз! (Sheol )