< Яқуп 5 >

1 Әй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға чүшидиған күлпәтләр үчүн дад-пәряд көтирип жиғлаңлар. 2 Байлиғиңлар чирип кәтти, кийим-кечигиңларни күйә йәп кәтти, 3 алтун-күмүчлириңларни болса дат басти, бу дат [қиямәттә] өзүңларға қарши гувалиқ берип, гөшүңларни отта көйдүрүлгәндәк йәветиду. Силәрниң байлиқларни топлишиңлар ахирқи күнләрдә болди! 4 Мана, етизлиғиңларда ишләп һосул жиққанларға хиянәт қилип иш һәқлирини бәрмәй кәлдиңлар. Бу тутувелинған һәқ үстүңлардин пәряд көтәрмәктә, шуниңдәк ормичиларниң налә-пәрядлири самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң қулиқиға йәтти. 5 Силәр бу дунияда һәшәмәтчилик вә әйш-ишрәт ичидә яшап келиватисиләр. [Қойлар] боғузлаш күнигә тәйярланғандәк, силәрму боғузлиниш күнигә өзүңларни бордап келиватисиләр. 6 Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду. 7 Шуңа, қериндашлар, Рәбниң қайта келидиған күнигичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Мана, дехан киши йәрниң есил мевисини күтиду; йәр дәсләпки вә кейинки ямғурларға муйәссәр болғичә уни интизарлиқ билән сәвир-тақәт ичидә күтиду. Силәрму сәвир-тақәт қилип қәлбиңларни мустәһкәм қилиңлар. Чүнки Рәбниң қайта келиши йеқинлап қалди. 8 9 Қериндашлар, өзүңлар сораққа тартилмаслиғиңлар үчүн бир-бириңлардин ағринмаңлар; мана, Сорақ Қилғучи ишик алдида туриду. 10 Пәрвәрдигарниң намида сөзлигән бурунқи пәйғәмбәрләрниң қандақ азап-оқубәт тартқанлиғи, шундақла сәвир-тақәт қилғанлиғини үлгә қилиңлар. 11 Биз мана мошундақ [сәвир-тақәт билән] бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик дәп һесаплаймиз. Аюпниң азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини аңлиғансиләр вә Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғинини, шундақла «Пәрвәрдигарниң ич-бағри шәпқәт вә рәһимдиллиқ билән толған»лиғини көргәнсиләр. 12 Әнди и қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар — нә асман нә зимин нә һеч қандақ башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар, бәлки «болиду» десәңлар һәқиқий «болиду» болсун, «яқ» десәңлар һәқиқий «яқ» болсун. Шундақ қилғанда, [Худаниң] җазасиға чүшмәйсиләр. 13 Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун. 14 Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң [бешиға] май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун. 15 Шундақ қилип иман-ишәш билән қилинған дуа бемарни сақайтиду, Рәб уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуналарни қилған болса, булар кәчүрүм қилиниду. 16 Шуниң үчүн өткүзгән гуналириңларни бир-бириңларға иқрар қилиңлар вә шипалиқ тепишиңлар үчүн бир-бириңларға дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә чоң үнүмгә егидур. 17 Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди. У ямғур яғмисун дәп ихлас билән дуа қилди; нәтиҗидә, зиминға үч жил алтә ай һеч ямғур яғмиди. 18 Андин у йәнә дуа қилди вә ямғур қайта яғди, йәрму һосул-мевисини йәнә бәрди. 19 Қериндашлирим, араңларда бириси һәқиқәттин чәтнигән болса, вә йәнә бириси уни [һәқиқәткә] қайтурса, 20 Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қоюлишиға сәвәпчи болиду.

< Яқуп 5 >