< Яқуп 4 >

1 Араңлардики уруш вә маҗиралар нәдин келип чиқиду? Бу дәл тән әзалириңлар ичидә җәң қиливатқан арзу-һәвәслириңлардин әмәсму? 2 Силәр арзу-һәвәс қилисиләр, лекин арзу-һәвәслириңларға еришмәйсиләр; адәм олтирисиләр, һәсәт қилисиләр, лекин еришәлмәйсиләр; җедәл-маҗира чиқирип җәң қилисиләр. Еришмәйсиләр, чүнки тилимәйсиләр. 3 Тилисәңларму еришәлмәйсиләр, чүнки өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүн рәзил нийәтләр билән тиләйсиләр. 4 Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар? Кимдиким бу дунияни дост тутмақчи болса, өзини Худаниң дүшмини қилиду. 5 Муқәддәс язмиларда: «[Худа] қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму? 6 Лекин [Худа] бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду. Шуниң түпәйлидин муқәддәс язмиларда: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» дәп йезилғандур. 7 Шуниң үчүн, Худаға бойсунуңлар. Шәйтанға қарши туруңлар; [шундақ қилсаңлар] у силәрдин қачиду. 8 Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, [гунадин] қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар. 9 [Гуналириңларға] қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар. 10 Рәбниң алдида өзүңларни төвән тутуңлар вә шундақ қилғанда У силәрни үстүн қилиду. 11 И қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду. Шундақ қилип қанун үстидин [тоғра-натоғра дәп] һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни [униң үстидин] һөкүм қилғучи қиливалған болисән. 12 Қутқузушқа вә һалак қилишқа қадир болған, қанун Түзгүчи вә һөкүм Қилғучи пәқәт бирдур! Шундақ екән, сән башқилар үстидин һөкүм қилғидәк зади кимсән? 13 Һәй, «Бүгүн яки әтә палани-пүкүни шәһәргә баримиз, у йәрдә бир жил туруп, тиҗарәт қилип пайда тапимиз» дегүчиләр буниңға қулақ селиңлар! 14 Әй әтә немә болидиғанлиғини билмәйдиғанлар, һаятиңлар немигә охшайду? У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас. 15 Буниң орниға, «Рәб буйруса, һаят болсақ, уни қилимиз, буни қилимиз» дейишиңлар керәк. 16 Лекин әнди силәр һазир ундақ йоған гәплириңлар билән махтинисиләр. Бундақ махтинишларниң һәммиси рәзил иштур. 17 Шуниңдәк кимдиким мәлум яхши ишни қилишқа тегишлик дәп билип туруп қилмиған болса, гуна қилған болиду.

< Яқуп 4 >