< Йәшая 63 >

1 «Бозраһ шәһиридин чиққан, үстибеши қениқ қизил рәңлик, Кийим-кечәклири қалтис-карамәт, Зор күч билән қол селип меңиватқан, Едомдин мошу йәргә келиватқучи ким?» «Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән, Қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән». 2 «Үстибешиңдикиси немишкә қизил, Қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?». 3 «Мән ялғуз шарап көлчигини чәйлидим; Бар әл-жутлардин һеч ким Мән билән биллә болғини йоқ; Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим, Қәһримдә уларни дәссивәттим; Уларниң қанлири кийим-кечәклирим үстигә чачриди; Мениң пүтүн үстибешим боялди; 4 Чүнки қәлбимгә қисас күни пүкүлгән еди, Шундақла Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жил кәлди; 5 Мән қарисам, ярдәм қилғидәк һеч ким йоқ еди; Һеч кимниң қоллимайдиғанлиғини көрүп азаплинип көңлүм паракәндә болди; Шуңа Өз билигим Өзүмгә ниҗат кәлтүрди; Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди; 6 Шуниң билән әл-жутларни ғәзивимдә дәссивәткәнмән, Қәһримдә уларни мәс қиливәттим, Қанлирини йәргә төкүвәттим». 7 «Мән Пәрвәрдигарниң шәпқәтлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән; Пәрвәрдигарниң мәдһийәгә лайиқ қилғанлири, Униң рәһимдиллиқлириға асасән, Униң нурғунлиған шәпқәтлиригә асасән, Пәрвәрдигарниң бизгә қилған илтипатлири, Исраил җәмәтигә илтипат қилған зор яхшилиқлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән; 8 У уларни: — «Улар Мениң хәлқим, Алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп, Уларниң Қутқузғучиси болди. 9 Уларниң барлиқ дәрдлиригә Уму дәрддаш еди; «Униң йүзидики Пәриштиси» болса уларни қутқузған, У Өз муһәббити һәм рәһимдиллиғи билән уларни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған; Әшу қедимки барлиқ күнләрдә уларни Өзигә артип көтәргән; 10 Бирақ улар асийлиқ қилип Униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди; Шуңа улардин йүз өрүп У уларниң дүшминигә айлинип, Уларға қарши җәң қилди. 11 Бирақ У: — «Муса пәйғәмбирим! Мениң хәлқим!» дәп әйни күнләрни әсләп тохтиди. Әнди Өз [падиси болғанларни] падичилири билән деңиздин чиқиривалғучи қени? Өзиниң Муқәддәс Роһини уларниң арисиға турғузуп қойғучи қени? 12 Униң гөзәл шәрәплик билиги Мусаниң оң қоли арқилиқ уларни йетәклигүчи болди, Өзи үчүн мәңгүлүк бир намни тикләп, Улар алдида суларни бөлүвәткүчи, 13 Уларни далада әркин кезип жүридиған аттәк, Һеч путлаштурмай уларни деңизниң чоңқур йәрлиридин өткүзгүчи қени? 14 Маллар җилғиға отлашқа чүшкәндәк, Пәрвәрдигарниң Роһи уларға арам бәрди; Сән Өзүң гөзәл-шәрәплик бир намға еришиш үчүн, Сән мошу йоллар билән хәлқиңни йетәклидиң. 15 Аһ, асманлардин нәзириңни чүшүргин, Сениң пак-муқәддәслигиң, гөзәллик-шәривиң турған маканиңдин [һалимизға] қарап бақ! Қени отлуқ муһәббитиң вә күч-қудритиң!? Ичиңни ағритишлириң, рәһимдиллиқлириң қени? Улар маңа кәлгәндә бесилип қалдиму? 16 Чүнки гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму, Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму, Сән һаман бизниң Атимиз; Сән Пәрвәрдигар бизниң Атимиздурсән; Әзәлдин тартип «Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз» Сениң намиңдур. 17 И Пәрвәрдигар, немишкә бизни йоллириңдин аздурғансән? Немишкә Өзүңдин қорқуштин яндуруп көңлимизни таш қилғансән?! Қуллириң үчүн, Өз мирасиң болған қәбилиләр үчүн, Йенимизға йенип кәлгәйсән! 18 Муқәддәс хәлқиң пәқәт азғинә вақитла [тәвәлигигә] егә болалиған; Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди; 19 Шуниң билән биз узундин буян Сән идарә қилип бақмиған, Сениң намиң билән атилип бақмиған бир хәлиқтәк болуп қалдуқ!

< Йәшая 63 >