< Йәшая 61 >

1 «Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән. У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа, Тутқунларға азатлиқни, Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти; 2 Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини, Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа, Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти. 3 Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә, Күлләрниң орниға гөзәлликни, Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти; Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду, Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду. 4 Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду, Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду, Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду; 5 Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду; Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду. 6 Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр; Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду; Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду, Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр. 7 Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду; Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду; Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду; Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду. 8 Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән; Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән; Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән; Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән. 9 Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида, Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки, «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»». 10 — «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән, Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду; Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк, Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк, У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди. 11 Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк, Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк, Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду».

< Йәшая 61 >