< Йәшая 56 >
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адаләт һәм һидайәттә чиң туруңлар, Һәққанийлиқни жүргүзивериңлар; Чүнки Мениң ниҗатим йеқинлашти, Һәққанийлиғим аян қилинай дәватиду,
2 Мошуларни қилғучи киши, Мошуларда чиң турғучи инсан балиси — Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиғучи, Қолини һәр қандақ рәзилликтин тартқучи киши немидегән бәхитликтур!
3 Өзини Пәрвәрдигарға бағлиған ят жутлуқ адәм: — «Пәрвәрдигар чоқум мени өз хәлқидин айриветиду!», Яки ағват болған киши: — «Мана, қақшал бир дәрәқмән!» дегүчи болмисун.
4 Чүнки Пәрвәрдигар: — Мән Өз «шабат күнлирим»ни сақлайдиған, Көңлүмдики ишларни таллиған, Әһдәмдә чиң туридиған ағватларға мундақ дәймәнки: —
5 Мән уларға Өз өйүмдә, Йәни Өз тамлирим ичидә орун һәм нам-атақ ата қилимән; Мошу нам-атақ оғул-қизлири барларниңкидин әвзәлдур; Мән уларға үзүлмәс, мәңгүлүк намни беримән.
6 Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа, Униң намиға сеғинишқа, Униң қуллири болушқа Пәрвәрдигарға өзини бағлиған, Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиған, Әһдәмни чиң тутқан ят жутлуқниң пәрзәнтлирини болса,
7 Уларниму Өз муқәддәс теғимға елип келимән, Мениң дуагаһ болған өйүмдә уларни хошал қилимән; Уларниң көйдүрмә қурбанлиқлири һәм тәшәккүр қурнанлиқлири Мениң қурбангаһим үстидә қобул қилиниду; Чүнки Мениң өйүм «Барлиқ әл-жутлар үчүн дуа қилинидиған өй» дәп атилиду.
8 Исраилдин тарқилип кәткән ғерибларни жиғип қайтуридиған Рәб Пәрвәрдигар: — Мән йәнә униңға башқиларни, Йәни жиғилип болғанларға башқиларниму қошуп жиғимән! — дәйду.
9 — И далалардики барлиқ һайванлар, келип озуқтин елиңлар, Орманлиқтики барлиқ һайванлар, келиңлар!
10 [Исраилниң] күзәтчилири һәммиси қариғу; Улар һеч билмәйду; Һәммиси қавашни билмәйдиған гача иштлар, Чүшәкәп ятидиған, уйқиға амрақлар!
11 Мошу иштлар болса нәпси яман, тойғанни билмәйду, Улар болса [хәлқимни] «баққучи»лармиш техи! Улар йорутулушни һеч билмәйду, Уларниң һәммиси халиғанчә йол таллап қейип кәткән, Бирисиму қалмай һәр бири өз мәнпәитини көзләп жүргүчиләр!
12 Улар: «Қени, шарап кәлтүримән, Һарақни қанғичә ичәйли; Әтиму болса бүгүнкидәк болиду, Техиму молчилиқ болиду йәнә!» — дәвериду.