< Йәшая 55 >

1 Һой! Барлиқ уссап кәткәнләр, Суға келиңлар! Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; Мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар; 2 Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр? Гепимни көңүл қоюп аңлаңлар, яхшисидин йәңлар, Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду; 3 Маңа қулақ селиңлар, йенимға келиңлар; Аңлаңлар, җениңлар һаятқа еришиду; Вә Мән силәр үчүн мәңгүлүк бир әһдә түзүп беримән: — Шу әһдә — Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләрдур! 4 Мана, Мән уни әл-жутларға гувачи сүпитидә, Әл-жутларға йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим — 5 — «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, Сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду; Сәвәви болса Пәрвәрдигар Худайиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Өзидур; Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди». 6 — Издәңлар Пәрвәрдигарни, У Өзини тапқузмақчи болған пәйттә; У йеқин турған вақтида униңға нида қилиңлар! 7 Рәзил адәм өз йолини, Наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун, Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун, У униңға рәһимдиллиқ көрситиду; Худайимизниң йениға қайтип кәлсун, У зор кәчүрүм қилиду. 8 Чүнки Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлар әмәс, Мениң йоллирим болса силәрниң йоллириңлар әмәстур; 9 Чүнки асман йәрдин қанчә жуқури болғинидәк, Мана Өз йоллирим силәрниң йоллириңлардин, Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлардин шунчә жуқуридур. 10 Ямғур һәм қар асмандин чүшүп, Йәр йүзини суғирип уни көкәртип, чечәклитип, Териғучиға уруқни, йегүчигә аш-нанни тәминлигичә қайтмайдиғандәк, 11 Мана Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим шундақтур; Өз көңлүмдикини әмәлгә ашурмиғичә, Уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, У Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду. 12 Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр; Арам-хатирҗәмликтә йетәклинип чиқисиләр; Тағлар һәм дөңләр силәрниң алдиңларда нахша яңритиду, Далалардики барлиқ дәл-дәрәқләр чавак челишип тәнтәнә қилиду; 13 Янтақлиқниң орнида қариғай, Җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду; Мошулар болса Пәрвәрдигарға бир нам кәлтүриду, Мәңгүгә үзүлмәс карамәт болиду.

< Йәшая 55 >