< Йәшая 54 >
1 — Тәнтәнә қил, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Нахшиларни яңрат, шатлинип товла, и толғақ тутуп бақимиған аял! — Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур! — дәйду Пәрвәрдигар, —
2 Чедириңниң орнини кеңәйтип, Туралғулириңниң етиклирини улар яйсун; Күчүңни һеч айимай чедир танилириңни узартқин, Қозуқлириңни чиңайтқин;
3 Чүнки сән оң вә сол тәрәпкә кеңийисән; Сениң әвладиң башқа әлләрни егиләйду; Улар ғериб шәһәрләрни аһалилик қилиду.
4 Қорқма, чүнки сән һеч хиҗаләттә болмайсән, Һеч уятқа қалдурулмайсән, Чүнки йәргә һеч қаритилип қалмайсән, Чүнки яшлиғиңдики хиҗилчанлиқни унтуйсән, Туллуғуңниң аһанитини һеч есиңгә кәлтүрәлмәйсән.
5 Чүнки сени яритип Шәкилләндүргүчиң болса сениң ериң, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң нами; Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болса Исраилдики Муқәддәс Болғучи, У барлиқ йәр-зиминниң Худаси дәп атилиду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар сени чақирди, — Худди ери өзидин ваз кәчкән, көңли сунуқ бир аялдәк, Яшлиғида ятлиқ болуп андин ташливетилгән бир аялни чақирғандәк чақирди» — дәйду сениң Худайиң;
7 Мән бир дәқиқә сәндин айрилип кәттим, Бирақ зор көйүмчанлиқ билән сени йенимға жиғимән;
8 Ғәзивимниң тешиши билән Мән бир дәқиқила йүзүмни сәндин йошуруп қойдум; Бирақ мәңгүлүк меһир-муһәббитим билән саңа көйүмчанлиқ көрситимән» — дәйду Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң Пәрвәрдигар.
9 Мошу ишлар худди Нуһ [пәйғәмбәр] дәвридики топан сулиридәк болиду — Мән Нуһ дәвридики сулар иккинчи йәр йүзини бесип өтмәйду дәп қәсәм ичкинимдәк, — Мән шундақ қәсәм ичкәнмәнки, Сәндин иккинчи ғәзәпләнмәймән, Саңа иккинчи тәнбиһ бәрмәймән.
10 Чүнки тағлар йоқилиду, Дөңләрму йөткилип кетиду, Бирақ меһир-муһәббитим сәндин һәргиз кәтмәйду, Саңа арам-хатирҗәмлик бәргән әһдәмму сәндин нери болмайду» — дәйду саңа көйүмчанлиқ қилғучи Пәрвәрдигар.
11 И хар болған, боранда уян-буян чайқалған, һеч тәсәлли қилинмиған [қиз], Мана, Мән ташлириңни рәңдар семонт лай билән қирлаймән, Көк яқутлар билән һулуңни салимән;
12 Пақирақ мунарлириңни ләәлләрдин, Дәрвазилириңни чақнақ яқутлардин, Барлиқ сепиллириңни җаваһиратлардин қилип ясаймән.
13 Сениң балилириңниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин үгитилиду; Балилириңниң арам-хатирҗәмлиги зор болиду!
14 Сән һәққанийлиқ билән тиклинисән; Сән зулумдин жирақ, (Чүнки сән һеч қорқмайсән) Вәһшәттинму жирақ турғучи болисән, Чүнки у саңа һеч йеқинлашмайду.
15 Мана, бирәрси һаман жиғилип саңа һуҗум қилса, (Бирақ бу иш Мениң ихтияримда болған әмәс), Кимки жиғилип саңа һуҗум қилса сениң сәвәвиңдин жиқилиду.
16 Мана, көмүр отини йәлпүтүп, Өзигә мувапиқ бир қурални ясиғучи төмүрчини Мән яратқанмән, Һәм хар қилиш үчүн һалак қилғучиниму Мән яратқанмән;
17 Саңа қарши ясалған һеч қандақ қурал карға кәлмәйду; Саңа әрз-шикайәт қилғучи һәр бир тилни сән мат қилисән. Мана шулар Пәрвәрдигарниң қуллириниң алидиған мирасидур! Уларниң һәққанийлиғи болса мәндиндур!
A Dove is Sent Forth from the Ark