< Йәшая 4 >

1 Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәйду. 2 Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду, Зимин бәргән мевә болса, Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду. 3 Һәм шундақ иш болидуки, Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар, Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду. 4 Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән, Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп, Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду. 5 Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй, Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут, Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду; Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду. 6 Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған, Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».

< Йәшая 4 >