< Йәшая 38 >
1 Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән, — деди.
2 Һәзәкия йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип:
3 — И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди. Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
4 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәшаяға йетип мундақ дейилди: —
5 Берип Һәзәкияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: — «Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, күнлириңгә йәнә он бәш жил қошимән;
6 Шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Мән сепил болуп бу шәһәрни қоғдаймән.
7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин мундақ бешарәтлик аламәт болидуки,
8 Мана, Мән қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй үстигә чүшкән сайисини он қәдәм кәйнигә яндуримән». Шуниң билән қуяшниң чүшкән сайиси он басқуч кәйнигә янди.
9 Йәһуда падишаси Һәзәкия кесәл болуп, андин кесилидин әслигә кәлгәндин кейин мундақ хатириләрни язди:
10 — «Мән: «Өмрүмниң оттурисида тәһтисараниң дәрвазилириға бериватимән, Қалған жиллиримдин мәһрум болдум» — дедим. (Sheol )
11 Мән: — «Тирикләрниң зиминида туруп Худайим Яһни, Яһни көрәлмәйдиған, Шундақла «һәммә нәрсә йоқ болған» җайда турғанлар билән биллә туруп, инсанниму көрәлмәйдиған болдум» — дедим.
12 Мениң туралғум чарвичиниң чедиридәк өзүмдин йөткилип кәтти; Мән бапкар өз тоқуғинини түрүвәткинидәк һаятимни түривәттим; У мени тоқуш дәстигаһидин кесивәтти; Таң билән кәч арилиғида Сән [Худа] җенимни алисән;
13 Таң атқичә мән күтүп, өзүмни тиничландуруп жүримән, Бирақ У ширға охшаш һәммә сүйәклиримни сундурғандәк қилиду; Таң билән кәч арилиғида Сән [Худа] җенимни алисән.
14 Мән қарлиғач яки турнидәк вичирлап жүримән; Пахтәктәк аһ-уһ уримән; Көзлирим жуқуриға қараш билән аҗизлишип кетиду; И рәб, мени зулум басти! Җенимға кепил болғин!
15 Немә десәм болар? Чүнки У маңа сөз қилди вә Өзи мошу ишни қилди! Җеним тартқан азап түпәйлидин мән бар жиллиримда қәдәмлиримни санап бесип авайлап маңимән.
16 И Рәб, адәмләр мошундақ савақлар билән яшиши керәк; Роһум мошу савақлардин һаятини тапиду; Сән мени әслимгә кәлтүрүп, мени һаят қилдиң!
17 Мана, өзүмниң бәхит-течлиғим үчүн азап үстигә азап тарттим; Маңа болған сөйгүң түпәйлидин җенимни һалакәт һаңидин чиқардиңсән; Сән һәммә гуналиримни кәйниңгә чөрүвәттиңсән.
18 Чүнки тәһтисара Саңа рәхмәт ейталмайду; Өлүм Сени мәдһийиләлмәйду; Һаңға чүшиватқанлар Сениң һәқиқәт-вапалиғиңға үмүт бағлалмайду. (Sheol )
19 Өзүм бүгүн қилғинимдәк Саңа рәхмәт ейтидиғанлар тирикләр, тирикләрдур; Ата болғучи оғуллириға һәқиқәт-вапалиғиңни билдүриду.
20 Пәрвәрдигар мени қутқузушқа нийәт бағлиғандур; Биз болсақ, қалған өмримиздә һәр күни Пәрвәрдигарниң өйидә саз челип мәдһийә нахшлиримни ейтимиз!».
21 (Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлап, ярисиға чаплаңлар, у әслигә келиду», дегән еди
22 вә Һәзәкия: — «Мениң Пәрвәрдигарниң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиған қандақ бешарәтлик аламәт берилиду?» дәп сориған еди).