< Йәшая 34 >

1 Йеқин келиңлар, и әлләр, аңлаңлар! И қовм-хәлиқләр, қулақ селиңлар! Йәр-зимин вә униңдики барлиқ мәвҗудатлар, Җими аләм вә униң ичидин чиққан һәммә мәвҗудатлар, Тиңшаңлар!
もろもろの国よ、近づいて聞け。もろもろの民よ、耳を傾けよ。地とそれに満ちるもの、世界とそれから出るすべてのものよ、聞け。
2 Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләргә қарита ғәзиви бар, Униң дәрғәзиви уларниң барлиқ қошунлириға қарши туриду; У уларни һалакәткә пүтүп қойған, Уларни қирғинчилиққа тапшурувәткән;
主はすべての国にむかって怒り、そのすべての軍勢にむかって憤り、彼らをことごとく滅ぼし、彼らをわたして、ほふらせられた。
3 Улардин өлтүрүлгәнләр сиртқа ташливетилиду, Җәсәтлиридин сесиқчилиқ пурайду, Тағлар уларниң қени билән еритилиду;
彼らは殺されて投げすてられ、その死体の悪臭は立ちのぼり、山々はその血で溶けて流れる。
4 Асманлардики җимики җисим-қошунлар чирип йоқ болиду, Асманлар йөгимә китапдәк түрүлиду; Үзүм телиниң йопурмақлири хазан болуп, солишип чүшкәндәк, Йигләп кәткән әнҗир шехидин чүшкәндәк, Уларниң җимики җисим-қошунлири жиқилиду;
天の万象は衰え、もろもろの天は巻物のように巻かれ、その万象はぶどうの木から葉の落ちるように、いちじくの木から葉の落ちるように落ちる。
5 Чүнки шәмширим асманларда [қан билән] суғурулди; Қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә, Йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;
わたしのつるぎは天において憤りをもって酔った。見よ、これはエドムの上にくだり、わたしが滅びに定めた民の上にくだって、これをさばく。
6 Пәрвәрдигарниң бир шәмшири бар; У қанға боялди; У яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән, Өчкә-қозиларниң қени билән, Қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған; Чүнки Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи, Едомда зор бир қирғинчилиғи бар.
主のつるぎは血で満ち、脂肪で肥え、小羊とやぎの血、雄羊の腎臓の脂肪で肥えている。主がボズラで犠牲の獣をほふり、エドムの地で大いに殺されたからである。
7 Мошу қирғинчилиқлар билән явайи калилар, Топақлар вә күчлүк буқиларму жиқилиду. Уларниң зимини қанға чөмүлиду, Топа-чаңлири яғ билән майлишип кетиду.
野牛は彼らと共にほふり場にくだり、子牛は力ある雄牛と共にくだる。その国は血で酔い、その土は脂肪で肥やされる。
8 Чүнки Пәрвәрдигарниң қисас алидиған бир күни, Зион дәвасидики һесап алидиған жили бар.
主はあだをかえす日をもち、シオンの訴えのために報いられる年をもたれるからである。
9 [Едомдики] еқинлар қаримайға, Униң топилири гуңгутқа айландурулиду; Зимини болса көйүватқан қаримай болиду.
エドムのもろもろの川は変って樹脂となり、その土は変って硫黄となり、その地は変って燃える樹脂となって、
10 Униң оти кечә-күндүз өчүрүлмәйду; Ис-түтәклири мәңгүгә өрләйду; У дәвирдин-дәвиргичә харабиликтә туриду; Һеч ким иккинчи у йәргә аяқ басмайду.
夜も昼も消えず、その煙は、とこしえに立ちのぼる。これは世々荒れすたれて、とこしえまでもそこを通る者はない。
11 Чөл һувқуши вә чирқириғучи һувқушлар уни егиливалиду; Чоң һувқуш вә қарға-қузғунлар шу йәрдә угилайду; Худа униңға «тәртипсизлик-бимәниликни өлчәйдиған тана»ни, Вә «қуп-қуруқлуқни өлчәйдиған тик өлчигүч»ни тартиду.
たかと、やまあらしとがそこをすみかとし、ふくろうと、からすがそこに住む。主はその上に荒廃をきたらせる測りなわを張り、尊い人々の上に混乱を起す下げ振りをさげられる。
12 Бириси келип [Едомниң] есилзадилирини падишалиғини [идарә қилишқа] чақирса, Улардин һеч ким болмайду; Униң әмирлири йоқ қиливетилгән болиду.
人々はこれを名づけて「国なき所」といい、その君たちは皆うせてなくなる。
13 Ордилирида тикәнләр, Қәлъә-қорғанлирида чаққақ-җиғанлар өсүп чиқиду; У чилбөриләрниң макани, «Һувқушларниң ордиси» болиду.
そのとりでの上には、いばらが生え、その城には、いらくさと、あざみとが生え、山犬のすみか、だちょうのおる所となる。
14 Шу йәрдә чөл-баявандики җаниварлар, явайи иштлар җәм болиду; Һәр бир «өшкә җин» өз қериндишиға товлайду; Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду, Уни өзигә арамгаһ қилип туриду.
野の獣はハイエナと出会い、鬼神はその友を呼び、夜の魔女もそこに降りてきて、休み所を得る。
15 «Оқ илан» шу йәрдә угилайду, Униң сайисидә тухумлайду, Балилирини жиғип бақиду. Қорултаз-тапқушлар һәр бири өз җүпи билән шу йәрдә топлиниду;
ふくろうはそこに巣をつくって卵を産み、それをかえして、そのひなを翼の陰に集める。とびもまた、おのおのその連れ合いと共に、そこに集まる。
16 Пәрвәрдигарниң йөгимә китавидин издәп оқуп баққин; Улардин һеч бири чүшүп қалмайду; Һеч қайсисиниң өз җориси кам болмайду; Чүнки Өзиниң ағзи уларға буйруған; Униң Өз Роһи уларни топлиған.
あなたがたは主の書をつまびらかにたずねて、これを読め。これらのものは一つも欠けることなく、また一つもその連れ合いを欠くものはない。これは主の口がこれを命じ、その霊が彼らを集められたからである。
17 Чүнки [Пәрвәрдигар] Өзи улар үчүн чәк ташлап, Өз қоли билән зиминға тана тартип уларға тәқсим қилип бәргән; Улар униңға мәңгүгә егидарлиқ қилиду, Дәвирдин-дәвиргичә шу йәрни макан қилиду.
主は彼らのためにくじを引き、手ずから測りなわをもって、この地を分け与え、長く彼らに所有させ、世々ここに住まわせられる。

< Йәшая 34 >