< Йәшая 27 >

1 Шу күнидә Пәрвәрдигар Өзиниң дәһшәтлик, бүйүк вә күчлүк шәмшири билән учқур илан левиатанни, Йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду; У йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду. 2 Шу күни сап шарап беридиған бир үзүмзар болиду! У тоғрилиқ нахша ейтиңлар! 3 Өзүм Пәрвәрдигар уни сақлаймән; Мән һәр дәқиқә уни суғиримән; Бириси униңға зиян йәткүзмисун дәп кечә-күндүз сақлаймән. 4 Ғәзәп Мәндә қалмиди; Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди! Ундақ болса Мән уларға қарши жүрүш қилаттим, Уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим! 5 Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун; У Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун, Дәрһәқиқәт, у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун! 6 Кәлгүси күнләрдә, Яқуп йилтиз тартиду; Исраил бихлинип, чечәкләйду, Улар пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду. 7 [Пәрвәрдигар Исраилни] урғанларни урғанчилик [Исраилни] уруп баққанму? У қирғанлардәк [Исраил] қирилип баққанму? 8 Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән; Шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән. 9 Әнди шу йол билән Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилинидуки, — Униң гунайиниң елип ташланғанлиғиниң пишқан мевиси шу болидуки: — У қурбангаһтики һәммә ташларни кукум-талқан қилиду, «Ашәраһ»ларни вә «күн түврүклири»ни задила турғузмайду. 10 Чүнки мустәһкәмләнгән шәһәр ғериб болуп қалиду, Адәмзатсиз макан һәм ташливетилгән баявандәк болиду; Шу йәрдә мозай озуқлиниду, Шу йәрдә йетип, униң шахлирини йәйду. 11 Униң шахлири солишиш билән үзүлиду; Аяллар келип уларни отун қилип көйдүриветиду. Чүнки бу бир йорутулмиған хәлиқ; Шуңа уларни Яратқучи уларға рәһим қилмайду; Уларни Шәкилләндүргүчи уларға шәпқәт көрсәтмәйду. 12 Вә шу күни шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә һәр йәрни силкийду, Вә силәр бир-бирләп терип жиғивелинисиләр, И Исраил балилири! 13 Вә шу күни шундақ болидуки, Бүйүк канай челиниду; Шуниң билән Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар, Вә Мисир зиминида мусапир болғанлар келиду; Улар Йерусалимда муқәддәс тағ үстидә Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду.

< Йәшая 27 >