< Йәшая 24 >

1 Мана, Пәрвәрдигар йәр йүзини бәрбат, вәйран қилип, Уни астин-үстин қиливетип, Униңда туруватқанларни тәрәп-тәрәпкә тарқитиду; 2 Шу вақитта шундақ болидуки, Хәлиқләр қандақ болса, каһин шундақ болиду; Қул қандақ болса, ғоҗайини шундақ болиду; Дедәк қандақ болса, аял ғоҗайини шундақ болиду; Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду; Өтнә алғучи қандақ болса, өтнә бәргүчи шундақ болиду; Өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду. 3 Йәр йүзи пүтүнләй бәрбат қилиниду, Пүтүнләй булаң-талаң қилиниду; Чүнки Пәрвәрдигар мошу сөзни қилди. 4 Йәр йүзи матәм тутиду, у зәиплишиду, Җаһан һалсизлинип зәиплишиду, Йәр йүзидики бәг-төриләрму һалидин кетиду. 5 Йәр-зимин өзидә туруватқанлар тәрипидин булғиниду; Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; [Тәбиәтниң] қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән, Мәңгүлүк әһдиниму йоққа чиқиривәткән. 6 Шуңа ләнәт йәр йүзини жутувалиду, Униңда туруватқанлар «гунайи бар» дәп һесаплиниду, Шуңа йәр йүзидикиләр жутувелиниду, Инсанлар аз қалиду. 7 Йеңи шарап түгәй дәп қалди, Үзүм таллири болса солишип кетиду; Кәйпликтин көңли хуш адәмләрму уһ тартишиду; 8 Дапларниң шох садалири тохтайду, Көңүл ечиватқанларниң вараң-чуруңлириму түгәйду, Чилтарниң шатлиқ муңлириму тохтайду. 9 Шарап ичкәнләрниңму нахшиси йоқайду; Һарақ ичкәнләргә һарақ аччиқ туюлиду. 10 Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр бузулиду; Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду; 11 Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; Бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду; Йәр-зиминдики шатлиқ йоқайду. 12 Шәһәрдә пәқәт вәйранчилиқла қалиду, Дәрваза болса чеқилған, Һәммиси — харап болиду! 13 Чүнки хәлиқ-милләтләрниң арисида, Йәр-җаһанниң оттурисида шундақ болидуки, Зәйтун дәриғини қаққандин кейин қеп қалған зәйтунлардәк, Үзүм һосулини жиғивалғандин кейин тәргидәк бир нәччила үзүм қалғандәк, бир қалдиси қалдурулиду. 14 [Қалдилар] болса авазлирини жуқури көтириду; Пәрвәрдигарниң һәйвисигә қарап тәнтәнә қилиду; Улар деңиз тәрәптин сүрән салиду. 15 Шуңа Пәрвәрдигарни шәриқтиму, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намини ғәриптики жирақ араллардиму улуқлаңлар; 16 Җаһанниң чәт-чәтлиридин биз нахшиларни аңлидуқ: — «Һәққаний Болғучиға шан-шәрәп болсун!» Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! Чүнки хаинлар хаинлиқ қиливатиду; Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду! 17 И йәр йүзидә туруватқан инсанлар! Вәһимә, ора вә қапқан бешиңға чүшиду; 18 Вә шундақ болидуки, Вәһимә садасидин қачқанлар ориға чүшиду, Оридин чиққан болса қапқанқа тутулиду. Чүнки асмандики деризиләр ечилиду, Йәр һуллири тәврәп кетиду. 19 Йәр мутләқ дәзлинип кетиду, Йәр пүтүнләй парә-парә болуп кетиду, Йәр дәһшәтлик тәвриниду. 20 Йәр мәс адәмдәк иләң-силәң маңиду; Худди лапастәк ирғаңшип қалиду. Чүнки униңдики асийлиқ гунайи өзини қаттиқ басиду, У жиқилип, иккинчи туралмайду. 21 Шу күнидә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар жуқурида турған қошунларни жуқурида, Вә йәр йүзидики падишаларни йәр йүзидә җазалайду. 22 Улар орәккә жиғилидиған бир топ әсирләрдәк жиғивелиниду, Гундиханиға солап қоюлиду. Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду. 23 Ай уятлиқта қалиду; Күнму хиҗил болуп көрүнмәйду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Зион теғида, йәни Йерусалимда сәлтәнитини жүргүзиду; Униң шан-шәриви Өз ақсақаллири алдида парлайду!

< Йәшая 24 >