< Йәшая 20 >

1 Асурийәниң [сәрдари болған] «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили Асурийә падишаси Саргон уни әвәткән (у Ашдодқа қарши җәң қилип уни ишғал қилди): — 2 — Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди. У униңға: — «Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт, путуңдики кәшиңни селивәт» — дегән еди; У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди. 3 Вә Пәрвәрдигар ахирида мундақ деди: — «Мениң қулум Йәшая Мисир вә Ефиопийә тоғрилиқ хәвәр беридиған бешарәт һәм карамәт сүпитидә болуш үчүн ялаңач һәм ялаң аяғ үч жил меңип жүргәндәк, 4 Охшашла Мисирлиқ әсирләр вә Ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун, ялаңач һәм ялаң аяғ, касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин Мисирни шәрмәндиликтә қалдуруп, ялап епкетилиду. 5 Улар болса қорқушуп, өз таянчиси болған Ефиопийәдин вә пәхри болған Мисирдин үмүтсизлинип кетиду. 6 Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: — «Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»».

< Йәшая 20 >