< Йәшая 18 >

1 Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! — Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән; — И йәл тапан хәвәрчиләр, Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә [қайтип] бериңлар! 2 3 Җаһанда туруватқанларниң һәммиси, Җимики йәр йүзидикиләр! Тағларда бир туғ көтирилгәндила, Көрүңлар! Канай челинғандила, Аңлаңлар! 4 Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Мән течлиқта туримән, Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән; 5 Чүнки һосул елиш алдида, Үзүм чечәклигәндин кейин, Чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, Һәм шахлирини кесип ташлайду. 6 Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға, Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду. Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду. 7 Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду; Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду; Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, Йәни Зион теғиға елип келиниду.

< Йәшая 18 >