< Һошия 1 >

1 Пәрвәрдигарниң калами — Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, калам Бәәриниң оғли Һошияға кәлди; 2 Пәрвәрдигарниң Һошия арқилиқ кәлгән сөзиниң башлиниши — Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди. 3 Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди. 4 Пәрвәрдигар униңға: «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин; чүнки йәнә азғина вақит өткәндә, Мән «Йизрәәл»ниң қениниң интиқамини Йәһуниң җәмәти үстигә қойимән вә Исраил җәмәтиниң падишалиғиға хатимә беримән. 5 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, Мән Исраилниң оқясини Йизрәәл җилғисида сундириветимән». 6 [Гомәр] йәнә һамилдар болуп, қиз туғди. Пәрвәрдигар Һошияға: «Униң исмини «Ло-руһамаһ» дәп қойғин; чүнки Мән Исраил җәмәтигә иккинчи рәһим қилмаймән, уларни қәтъий кәчүрүм қилмаймән; 7 Бирақ Йәһуда җәмәтигә рәһим қилимән вә уларниң Худаси болған Пәрвәрдигар арқилиқ уларни қутқузимән; уларни оқясиз, қиличсиз, җәңсиз, атларсиз вә атлиқ әскәрсиз қутқузимән» — деди. 8 Гомәр Ло-руһамаһни әмчәктин айриғандин кейин йәнә һамилдар болуп оғул туғди; 9 [Рәб]: «Униң исмини: «Ло-амми» дәп қойғин; чүнки силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мән силәргә [Пәрвәрдигар] болмаймән» деди. 10 — Бирақ Исраилниң балилириниң сани деңиздики қумдәк болуп, уни өлчигили яки саниғили болмайду; «Силәр мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда шу әмәлгә ашурулидуки, уларға: «[Силәр] тирик Тәңриниң оғуллири!» — дейилиду. 11 Исраил балилири вә Йәһуда балилири биргә жиғилиду, өзлиригә бирла башни тикләйду вә турған зиминдин чиқиду; чүнки «Йизрәәлниң күни» улуқдур! Ака-укилириңларға «Амми! ([Мениң хәлқим]!)» вә сиңиллириңларға «Руһамаһ! ([рәһим қилинған]!)» — дәңлар!

< Һошия 1 >