< Һошия 5 >

1 Буни аңлаңлар, и каһинлар, Тиңшаңлар, и Исраил җәмәти, Қулақ селиңлар, и падишаниң җәмәти; Чүнки бу һөкүм силәргә бекитилгән; Чүнки силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр. 2 Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; Бирақ Мән уларниң һәммисини җазалиғучи болимән. 3 Әфраимни билимән, Исраил мәндин йошурун әмәс; Чүнки и Әфраим, сән һазир паһишилик қилдиң, Исраил булғанғандур. 4 Уларниң қилмишлири уларни Худасиниң йениға қайтишиға қоймайду; Чүнки паһишиликниң роһи улар арисидидур, Улар Пәрвәрдигарни һеч билмәйду. 5 Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гувалиқ бәрмәктә; Исраил вә Әфраим өз қәбиһлиги билән жиқилип кетиду; Йәһудаму улар билән тәң жиқилиду. 6 Улар қой падилири вә кала падилирини елип Пәрвәрдигарни издәшкә бариду; Бирақ улар Уни тапалмайду; чүнки У Өзини тартип улардин жирақлашти. 7 Улар Пәрвәрдигарға асийлиқ қилди, Чүнки улар балиларни һарамдин туғдурған; Әнди «йеңи ай» уларни несивилири билән йәп кетиду. 8 Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; Кәйниңдә! Қара, и Бинямин! 9 Әфраим әйиплинидиған күнидә вәйранә болиду; Мана, Исраил қәбилилири арисида бекитилгән ишни аян қилдим! 10 Йәһуданиң әмирлири пасил ташларни йөткигүчигә охшаштур; Мән улар үстигә ғәзивимни судәк төкүветимән. 11 Әфраим хорланған, җазайимда езилгән, Чүнки у өз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди. 12 Шуңа Мән Әфраимға күйә қурути, Йәһуда җәмәтигә чириткүч болимән. 13 Әнди Әфраим өзиниң кесилини, Йәһуда өз ярисини көргәндә, Әфраим Асурийәликни издәп барди, «Җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди; Бирақ у һәм силәрни сақайталмайтти, Һәм яраңларниму давалалмайтти. 14 Чүнки Мән Әфраимға ширдәк, Йәһуда җәмәтигә асландәк болимән; Мән, йәни Мәнки, уларни титма-титма қиливетип, кетип қалимән; Уларни елип кетимән, қутқузалайдиған һеч ким чиқмайду; 15 Мән кетимән, улар гунайини тонуп йетип, йүзүмни издимигичә өз җайимға қайтип туримән; Бешиға күн чүшкәндә улар Мени интилип издәйду.

< Һошия 5 >