< Ибранийларға 4 >

1 Әнди Униң арамлиғиға кирип бәһримән болуш тоғрисидики вәдиси [бизгә] қалдурулғандин кейин, араңлардики бирәрсиниңму униң несивисидин чүшүп қелишидин қорқунучта еһтият қилайли. 2 Чүнки хуш хәвәр худди [чөлдики Исраилларға] аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири етиқат билән жуғурулмиғанлиқтин, сөз-каламниң уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди. 3 Чүнки бу арамлиққа киргәнләр болса — етиқат қилған бизләрмиз. Худди Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду — дегән». Худаниң әмәллири болса дуния апиридә болғандила һәммиси тамамланған еди; 4 чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә муқәддәс язмиларниң бир йеридә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди». 5 Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди. 6 Буниңдин көрүнәрликки, Худаниң арамлиғиға кирәләйдиғанлар бар, амма униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар итаәтсизлик қилғанлиғи үчүн, униңға кирәлмиди. 7 Шуниң үчүн, Худа әнә шу [арамлиқ тоғрисида] узақ вақиттин кейинки мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бекитип, Давут [пәйғәмбәр] арқилиқ йәнә шундақ ейтқан: — «Бүгүн униң авазини аңлисаңлар, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!» 8 Әгәр Йәшуа [пәйғәмбәр] [Исраилларни] арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир [арамлиқ] күни тоғрилиқ демигән болатти. 9 Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә. 10 Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду. 11 Шуңа һеч қайсимизниң әнә шу [Исраиллардәк] итаәтсизлик қилған һалитидә жиқилип чүшмәслиги үчүн, һәр биримиз бу арамлиққа киришкә интиләйли. 12 Чүнки Худаниң сөз-калами җанлиқтур вә күчкә егидур, һәтта җан билән роһни, илик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк дәриҗидә, һәр қандақ қош бислиқ қиличтин иштиктур, қәлбдики ой-пикир вә арзу-нийәтләрниң үстидин һөкүм чиқарғучидур. 13 Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур. 14 Шундақ болған екән, шундақла әрш-асманлардин өтүп чиққан улуқ Баш Қаһинимиз, йәни Худаниң Оғли Әйса болған екән, биз етирап қилған етиқатимизда чиң турайли. 15 Чүнки бизгә тайинланған баш каһинимиз аҗизлиқлиримизға һесдашлиқ қилмиғучи әмәс, бәлки бизгә охшаш һәр хил аздуруш-синақларға дуч кәлгән, лекин гуна садир қилип бақмиғучидур. 16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда рәһим-шәпқәткә еришиш вә ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн меһри-шәпқәт [аян қилинғучи] тәхткә йеқинлишайли.

< Ибранийларға 4 >