< Ибранийларға 13 >

1 Араңларда қериндашлиқ меһир-муһәббәт тохтимисун. 2 Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унтумаңлар. Чүнки бәзиләр шу йол билән билмәстин пәриштиләрни меһман қилған. 3 Зинданға ташланғанларни улар билән биллә [зинданда] зәнҗирләнгәндәк яд етиңлар. Хорланғанларни өзүңларму тәндә туруватқан бәндә сүпитидә яд етип туруңлар. 4 Һәммә адәм никаһқа һөрмәт қилсун, әр-хотунларниң ятидиған йери дағсиз болсун; чүнки Худа бузуқчилиқ қилғучилар вә зина қилғучилардин һесап алиду. 5 Меңиш-турушуңлар пулпәрәсликтин халий болсун, бариға қанаәт қилиңлар. Чүнки Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән». 6 Шуңа, жүрәклик билән ейталаймизки, «Пәрвәрдигар мениң Ярдәмчимдур, һеч қорқмаймән, Кишиләр мени немә қилалисун?» 7 Силәргә Худаниң сөз-каламини йәткүзгән, силәрниң йетәкчилириңларни есиңларда тутуңлар. Уларниң меңиш-турушиниң мевә-нәтиҗисигә көңүл қоюп қарап, уларниң етиқатини үлгә қилиңлар: — 8 Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәткичә өзгәрмәйду! (aiōn g165) 9 Шуниң үчүн, һәр хил ғәйрий тәлимләр билән езиқтурулуп кәтмәңлар; чүнки инсанниң қәлби [қурбанлиққа хас] йемәкликләр билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән қувәтләндүрүлгини әвзәл. Чүнки бундақ йемәкликләргә берилип келиватқанлар улардин һеч қандақ пайда көргән әмәс. 10 Бизләрниң шундақ бир қурбангаһимиз барки, ибадәт чедирида хизмәттә болғанларниң униңдин йейиш һоқуқи йоқтур. 11 Чүнки гуна тиләш сүпитидә союлған, қени баш каһин тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кирилгән қурбанлиқ һайванларниң тени болса қараргаһниң сиртиға елип чиқилип көйдүрүләтти. 12 Шуңа Әйсаму Өз қени билән хәлиқни паклап Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди. 13 Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, Униңға қаритилған һақарәткә ортақ бәрдашлиқ берәйли. 14 Чүнки йәр йүзидә мәңгү мәвҗут туридиған шәһиримиз йоқ, бәлки кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз. 15 Шуңа, Мәсиһ арқилиқ Худаға қурбанлиқ сүпитидә мәдһийилиримизни тохтавсиз атайли, йәни өз ләвлиримизниң мевиси сүпитидә Униң намини етирап қилайли. 16 Әнди хәйр-сахавәт қилишни вә бариңлардин ортақ тәқсимләшни унтумаңлар. Чүнки Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду. 17 Йетәкчилириңларға итаәт қилип, уларға бойсунуңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап беридиғанлар болуп, һемишә җениңлардин хәвәр елишқа ойғақ туриду. Уларниң бу иши қайғу-әләм билән әмәс (чүнки ундақ болса силәргә һеч пайда йәткүзүлмәйду) бәлки хошал-хурамлиқ билән елип берилсун. 18 Биз үчүн дуа қилип туруңлар; чүнки виҗданимизниң пак екәнлигигә, һәр бир ишларда тоғра йолда меңишни халайдиғанлиғимизға қайил қилиндуқ. 19 Йениңларға патрақ қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән. 20 Әнди мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи, хатирҗәмликниң Егиси болған Худа (aiōnios g166) 21 Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn g165) 22 Силәрдин өтүнимәнки, и қериндашлирим, бу несиһәт сөзүмгә еғир көрмәй қулақ салғайсиләр; силәргә мошунчиликла сөзләрни яздим, халас. 23 Қериндишимиз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, мән силәрни йоқлап барғинимда у мән билән биллә бариду. 24 Барлиқ йетәкчилириңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр. Италийәдин кәлгәнләр силәргә салам йоллиди. 25 Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай! Амин!

< Ибранийларға 13 >