< Ибранийларға 1 >

1 Худа бурунқи заманларда ата-бовиларға пәйғәмбәрләр арқилиқ түркүм-түркүм бойичә вә нурғун йоллар билән сөз қилған болуп, 2 мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан. (aiōn g165) 3 У Худаниң шан-шәривидин парлиған нур, Униң әйнийитиниң ипадисидур, У қудрәтлик сөз-калами билән пүткүл каинаттики мәвҗудатни өз орнида турғузуватқан болуп, У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин, әрштики шану-шәвкәт егисиниң оң йенида олтарди. 4 Шуниңдәк, У пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди. 5 Чүнки Худа [муқәддәс язмиларда] пәриштиләрниң қайсисиға: «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум», вә йәнә: «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» дегән еди? 6 Униң үстигә, У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә, «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» дегән. 7 У пәриштиләр тоғрилиқ: — «У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду», дегән еди; 8 лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: — «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Сениң падишалиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур. (aiōn g165) 9 Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди». 10 Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: — «Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң, Асманларни болса қоллириң ясиғандур; 11 Улар йоқ болуп кетиду, Лекин Сән мәңгү турисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду; 12 Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду. Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур». 13 Йәнә, У қайсибир пәриштигә: — «Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтирисән» — дегән еди? 14 Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа [Худа тәрипидин] әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?

< Ибранийларға 1 >