< Яритилиш 5 >

1 Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур: — Худа инсанни яратқан күнидә, уни Өзигә охшаш қилип яратти.
Hii ni orodha ya vizazi vya Adamu. Katika siku ambayo Mungu alimuumba mtu, aliwaumba katika mfano wake mwenyewe.
2 У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди.
Mwanaume na mwanamke aliwaumba. Akawabariki na akawaita Adam wakati walipoumbwa.
3 Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди.
Wakati Adamu alipokuwa ameishi miaka 130, akamzaa mwana katika sura yake mwenyewe, kwa mfano wake, na akamuita jina lake Sethi.
4 Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya Adamu kumzaa Sethi, aliishi miaka mia nane. Akawazaa wana wengi waume na wake.
5 Адәм атимиз җәмий тоққуз йүз оттуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Adamu akaishi miaka 930 kisha akafariki.
6 Шет бир йүз бәш яшқа киргәндә униңдин Енош төрәлди.
Wakati Sethi alipokuwa ameishi miaka 105, akamzaa Enoshi.
7 Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Enoshi, akaishi miaka 807 na akawazaa wana wengi waume na wake.
8 Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Sethi akaishi miaka 912 kisha akafariki.
9 Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди.
Wakati Enoshi alipokuwa ameishi miaka tisini, akamzaa Kenani.
10 Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Kenani, Enoshi aliishi miaka 815. Akazaa wana wengi wa ume na wake.
11 Енош җәмий тоққуз йүз бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Enoshi aliishi miaka 905 na kisha akafariki.
12 Кенан йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Маһалалел төрәлди.
Wakati Kanani alipokuwa ameishi miaka sabini, akamzaa Mahalaleli.
13 Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Mahalaleli, Kenani aliishi miaka 840. Akawazaa wana wengi wa ume na wake.
14 Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Kenani aliishi miaka 910, na kisha akafariki.
15 Маһалалел атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Ярәд төрәлди.
Mahalaleli alipokuwa ameishi miaka sitini na tano, alimzaa Yaredi.
16 Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин [йәнә] оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Yaredi, Mahalaleli aliishi miaka 830. Akazaa wana wengi wa ume na wake.
17 Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Mahalaleli aliishi miaka 895 na kisha akafariki.
18 Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди.
Yaredi alipokuwa ameishi miaka 162, alimzaa Henoko.
19 Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Henoko, Yaredi aliishi miaka mianane. Akazaa wana wengi waume na wake.
20 Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Yaredi aliishi miaka 962 na kisha akafariki.
21 Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди.
Henoko alipokuwa ameishi miaka sitini na tano, akamzaa Methusela.
22 Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти.
Henoko akaenenda na Mungu miaka miatatu baada ya kumzaa Methusela. Aliwazaa wana wengi wa ume na wake.
23 Һанохниң [йәр йүзидә] барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди;
Henoko aliishi miaka 365.
24 У Худа билән бир йолда меңип яшайтти; у [туюқсиз көздин] ғайип болди; чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.
Henoko alienenda na Mungu, na kisha alitoweka, kwa kuwa Mungu alimtwaa.
25 Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә яшқа киргәндә униңдин Ләмәх төрәлди.
Wakati Methusela alipokuwa ameishi miaka 187, alimzaa Lameki.
26 Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди.
Baada ya kumzaa Lameki, Methusela aliishi miaka 782. Akawazaa wana wengi wa ume na wake.
27 Мәтушәлаһ җәмий тоққуз йүз атмиш тоққуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Methusela aliishi miaka 969. Kisha akafariki.
28 Ләмәх бир йүз сәксән икки яшқа киргәндә бир оғул тепип, униң исмини Нуһ атап: — Пәрвәрдигар тупраққа ләнәт қилди; шуңа биз [йәргә] ишлигинимиздә һәмдә қоллиримизниң җапалиқ әмгигидә бу бала бизгә тәсәлли бериду, — деди.
Wakati Lameki alipokuwa ameishi miaka 182, alimzaa mwana.
Akamuita jina lake Nuhu, akisema, “Huyu ndiye atatupatia pumziko kutoka katika kazi yetu na kutoka katika kazi ya taabu ya mikono yetu, ambayo lazima tuifanye kwa sababu ya ardhi ambayo Yahwe ameilaani.”
30 Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
Lameki aliishi miaka 595 baada ya kumzaa baba wa Nuhu. Akazaa wanawengi wa ume na wake.
31 Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Lameki aliishi miaka 777. Kisha akafariki.
32 Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди.
Baada ya Nuhu kuishi miaka miatano, akamzaa Shemu, Hamu, na Yafethi.

< Яритилиш 5 >