< Яритилиш 45 >

1 Йүсүп өз йенида турғанларниң алдида өзини туталмай: — Һәммә адәм алдимдин чиқириветилсун! дәп вақириди. Шуниң билән Йүсүп өзини қериндашлириға ашкарә қилғанда униң қешида һеч ким болмиди. У қаттиқ жиғлап кәтти; мисирлиқлар уни аңлиди, Пирәвнниң ордисикиләрму буниңдин [тезла] хәвәр тапти. 2 3 Йүсүп қериндашлириға: — Мән Йүсүп болимән! Атам һазир һаятму?! — дәп сориди. Амма қериндашлири униңға қарап һодуқуп кетип, һеч җавап берәлмәй қалди. 4 Лекин Йүсүп уларни: — Қени, маңа йеқин келиңлар, дәп чақириди. Улар йеқин кәлди, у йәнә: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән. 5 Әнди мени мошу йәргә сетивәткиниңлар үчүн азапланмаңлар, өзүңларни әйипкә буйрумаңлар; чүнки Худа адәмләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти. 6 Чүнки һазир зиминдики ачарчилиққа икки жил болди; лекин техи йәнә бәш жилғичә һеч терилғуму болмайду, ормиму болмайду. 7 Шуниң үчүн силәргә дунияда бир қалдини сақлап қелиш үчүн, улуқ бир ниҗатлиқ көрситип, силәрниң тирик қутулушуңлар үчүн Худа мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти. 8 Шундақ болған екән, мени мошу йәргә әвәткүчи силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени Пирәвнгә атиниң орнида қилип, униң пүткүл өйигә ғоҗа қилип тикләп, пүткүл зиминға баш вәзир қилип қойди. 9 Әнди тездин атамниң қешиға берип, униңға: — Сениң оғлуң Йүсүп: «Худа мени пүткүл Мисирға ғоҗа қилип қойди. Сән кечиктүрмәй, мениң қешимға кәлгин; 10 сән Гошән жутида турисән; шуниң билән сән өзүң, оғуллириң, нәврилириң, қойлириң, калилириң вә һәммә тәәллуқатлириң билән маңа йеқин турисиләр. 11 Өзүң, аиләң вә һәммә тәәллуқатиңни намратлиқ бесивалмисун дәп мән сени шу йәрдә бақимән; чүнки йәнә бәш жил ачарчилиқ бардур», деди, — дәңлар. 12 — Мана силәрниң көзлириңлар вә иним Биняминниң көзлири силәргә гәп қиливатқан мениң өз ағзим екәнлигини көрүватиду. 13 Атамға мениң Мисирдики бу барлиқ шан-шәривим һәмдә силәрниң барлиқ көргиниңлар тоғрисида ейтип, атамни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди. 14 Шуниң билән у өзини Биняминға етип униң бойниға гирә селип жиғлап кәтти; Биняминму униң бойниға йөлинип жиғлиди. 15 Андин Йүсүп барлиқ қериндшалирини сөйүп, уларни бир-бирләп қучағлап жиғлиди. Андин қериндшалири униң билән параңлашти. 16 Йүсүпниң қериндшалири кәлди, дегән хәвәр Пирәвнниң ордисиға йәткүзүлди; бу Пирәвн вә хизмәткарлириниң нәзиридә қутлуқ иш болди. 17 Пирәвн Йүсүпкә: — Қериндашлириңға: — «Силәр әнди мундақ қилиңлар; улақлириңларға жүк артип, Қанаан зиминиға берип, 18 атаңлар вә җәмәтиңларни елип мениң қешимға келиңлар; мән Мисир зиминидин әң есил йәрләрни силәргә берәй; силәр бу зиминдин чиққан назу-немәтләрдин йәйсиләр» — дегин. 19 Саңа болған әмрим шуки, сән уларға: «Балилириңлар вә аяллириңларни елиш үчүн Мисир зиминидин һарвуларни елип бериңлар. Шуниңдәк атаңларниму бу йәргә йәткүзүп келиңлар. 20 Пүткүл Мисир зиминидин әң есил җайлар силәрниңки болғачқа, өз сәрәмҗанлириңларға кариңлар болмисун» дәп буйруғин, — деди. 21 Шуниң билән Исраилниң оғуллири шундақ қилди; Йүсүп Пирәвнниң буйруғи бойичә уларға һарвуларни берип, йоли үчүнму озуқ бәрди. 22 Уларниң һәр биригә бир қур кийим бәрди; лекин Биняминға болса у үч йүз күмүч тәңгә, бәш қур кийим бәрди. 23 У атисиғиму шу һәдийәләрни, йәни Мисирниң есил мәһсулатлири артилған он һаңга ешәк һәмдә ашлиқ, нан вә атисиға йол тәйярлиғи артилған он мада ешәкни әвәтти. 24 Андин у қериндашлирини йолға селип, уларға: — Йолда җедәлләшмәңлар, дәп җекилиди. Улар йолға раван болди. 25 Улар Мисирдин чиқип, Қанаан зиминиға атиси Яқупниң қешиға берип, 26 униңға Йүсүп өзлиригә ейтқан гәпләрни йәткүзүп: «Йүсүп техи һаят екән! У пүткүл Мисир зиминиға баш вәзир екән!» деди. Амма у уларға ишәнмәй, жүриги қетип һошидин кетәй дәп қалди. 27 Лекин улар Йүсүпниң өзлиригә ейтқан барлиқ сөзлирини униңға дегәндә, шундақла Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвуларниму көргәндә, уларниң атиси Яқупниң роһиға җан кирди. 28 Исраил шуниң билән: — Әнди арминим йоқ! Оғлум Йүсүп техи һаяттур! Мән өлмәстә берип уни көрүвалай, — деди.

< Яритилиш 45 >