< Яритилиш 39 >

1 Йүсүп болса Мисирға елип келинди; уни Пирәвнниң ғоҗидари, пасибан беши Потифар шу йәргә елип кәлгән Исмаилларниң қолидин сетивалди. 2 Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болғачқа, униң ишлири оңға тартти; у мисирлиқ ғоҗисиниң өйидә туруп қалди. 3 Униң ғоҗиси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини, шундақла у немә иш қилса, Пәрвәрдигарниң униң қолида ронақ тапқузғанлиғини байқиди. 4 Шуниң билән Йүсүп униң нәзиридә илтипат тепип, униң хас хизмәтчиси болди. Ғоҗиси уни өйини башқурушқа қойди вә барлиқ тәәллуқатини униң қолиға тапшурди. 5 Вә шундақ болдики, у уни өйи вә барлиқ тәәллуқатини башқурушқа қойғандин тартип, Пәрвәрдигар бу мисирлиқниң өйини Йүсүпниң сәвәвидин бәрикәтлиди; Пәрвәрдигарниң бәрикити униң пүтүн аилиси вә барлиқ териқчилиғиға кәлди. 6 Шуниң билән [Потифар] барлиқ ишлирини Йүсүпниң қолиға тапшуруп, өз тамиғини йейиштин башқа һеч қандақ иш билән кари болмиди. Йүсүп болса қамити келишкән, хушчирай жигит еди. 7 Бир нәччә вақит өткәндин кейин шундақ болдики, униң ғоҗисиниң аялиниң Йүсүпкә көзи чүшүп қелип: — Мән билән ятқин! — деди. 8 Амма у унимай ғоҗисиниң аялиға мундақ деди: — Мана ғоҗам өйдики ишларни, шундақла барлиқ тәәллуқатини қолумға тапшурди, маңа толиму ишинип ишлирим билән кари болмайду. 9 Бу өйдә мәндин чоң адәм йоқ. Сәндин башқа у һеч бир нәрсини мәндин айимиди — чүнки сән униң аялидурсән! Шундақ туруқлуқ мән қандақму бундақ рәзилликни қилип Худа алдида гунакар болай? — деди. 10 Гәрчә һәр күни Йүсүпкә шундақ десиму, шундақла у униң билән йетип униңға йеқинчилиқ қилишни яки униң билән биргә турушни рәт қилған болсиму, 11 шундақ бир вақиә болдики, бир күни у өз иши билән өй ичигә киргән еди, өйдикиләрдин һеч қайсиси өйниң ичидә әмәс еди; 12 бу аял униң тонини тутувелип: — Мән билән ятқин! деди. У тонини униң қолиға ташлап қоюп, жүгүргән пети қечип ташқириға чиқип кәтти. 13 Аял Йүсүпниң тонини өз қолиға ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп, 14 өйидики хизмәтчилирини чақирип уларға: — Қараңлар, ерим бизгә һақарәт кәлтүрсун дәп бир ибраний адәмни елип кәпту! Бу адәм йенимға кирип: «Сән билән ятай» девиди, қаттиқ вақиридим! 15 У мениң қаттиқ вақириғинимни аңлап, тонини йенимға ташлап, ташқириға қечип кәтти, деди. 16 Шуниң билән ғоҗиси өйигә йенип кәлгичә у Йүсүпниң тонини йенида сақлап қойди. 17 Андин у еригиму шу гәпни қилип: — Сән елип кәлгән һелиқи ибраний қул маңа һақарәт қилишқа қешимға кирди. 18 Лекин мән қаттиқ вақирап-җарқирдим, у тонини қешимда ташлап, ташқириға қечип кәтти, — деди. 19 Униң ғоҗиси аялиниң: — Сениң қулуң мени ундақ-мундақ қилди, дегән гәплирини аңлап ғәзиви оттәк туташти. 20 Шуниң билән Йүсүпниң ғоҗиси уни тутуп орда мунарлиқ зинданға қамап қойди. Шу йәргә пәқәт падишаниң мәһбуслири солинатти. Буниң билән у шу йәрдә солақта йетип қалди. 21 Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болуп, униңға шапаәт көрситип, уни зиндан бегиниң нәзиридә илтипат таптурди. 22 Шуниң билән зиндан беги гундиханида ятқан һәммә мәһбусларни Йүсүпниң қолиға тапшурди. Шу йәрдә қилинидиған һәр қандақ иш униң қоли билән болатти. 23 Зиндан беги Йүсүпниң қолидики һеч қандақ иштин ғәм қилматти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, у һәр немә қилса Пәрвәрдигар уни оңушлуқ қилатти.

< Яритилиш 39 >