< Яритилиш 10 >

1 Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: — 2 Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди. 3 Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди. 4 Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди. 5 Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан. 6 Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди. 7 Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. 8 Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити күчтүңгүр адәм болуп чиқти. 9 У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди; шу сәвәптин «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» дегән гәп тарқалған. 10 Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди. 11 У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди). 12 13 Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар, 14 Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди. 15 Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән. 16 униң әвлатлири болса Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар, 17 Һивийлар, Аркийлар, Синийлар, 18 Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти. 19 Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти. 20 Жуқириқилар болса һамниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди. 21 Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди. 22 Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; 23 Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди. 24 Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди. 25 Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди. 26 Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ, 27 Һадорам, Узал, Диклаһ, 28 Обал, Абимаәл, Шеба, 29 Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди. 30 Уларниң олтарған җайлири болса Мешадин тартип, Сәффар дегән районниң шәриқ тәрипидики таққичә созулатти. 31 Жуқириқилар болса Шәмниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди. 32 Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған.

< Яритилиш 10 >