< Галатиялиқларға 1 >

1 Мәнки Павлус, расул болған (инсанлар тәрипидин әмәс яки инсанларниң вастиси билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта тәрипидин тайинланған) 2 вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам. 3 ХудаАта вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! 4 У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди; (aiōn g165) 5 Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn g165) 6 Силәр өзүңларни Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Чақирғучиниң йенидин шунчә тез жирақлаштуруп башқичә бир хил «хуш хәвәр»гә әгишип кетиватқиниңларға интайин һәйран қалмақтимән! 7 Әмәлийәттә у һеч қандақ башқа «хуш хәвәр» әмәстур! — пәқәтла бәзи кишиләр силәрни қаймақтуруп, Мәсиһниң хуш хәвирини бурмилимақчи болған, халас. 8 Лекин һәтта биз өзимиз болайли яки асмандин чүшкән пәриштә болсун, бириси бизниң силәргә җакалиқинимизға охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәр»ни силәргә җакалиса, бешиға ләнәт яғсун! 9 Биз бурун ейтқинимиздәк, һазирму мән шуни ейтимәнки, бириси силәрниң қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқа бир хуш хәвәрни җаркарлиса, бешиға ләнәт яғсун! 10 Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму? Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим. 11 Әнди, и қериндашлар, силәргә шуни уқтуримәнки, мән җакалайдиған хуш хәвәр инсанлардин кәлгән әмәс. 12 Чүнки мән уни инсандин қобул қилғиним йоқ яки бирәр киши уни маңа үгәткини йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ маңа вәһий арқилиқ йәткүзгән. 13 Чүнки силәр мениң Йәһудийларниң диний йолида қандақ һаят кәчүргәнлигим тоғрилиқ — мениң Худаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилип униңға бузғунчилиқ қилғанлиғимни аңлиғансиләр. 14 Һәмдә мән Йәһудийларниң диний йолида елимиздики нурғун тәңтушлиримдин хеләла алдида тураттим вә ата-бовилиримниң әнъәнилирини сақлашқа пәвқулъаддә қизғин едим. 15 Амма анамниң қосиғидин тартип мени Өзи үчүн айрип, меһри-шәпқити арқилиқ мени чақирған Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә, мән һеч қандақ қан-әт егиси билән мәслиһәтләшмәй, 16 17 яки Йерусалимға мәндин илгири расул болғанлар билән көрүшүшкә бармай, бәлки удул Әрәбистанға атландим. Кейин Дәмәшққә қайтип кәлдим. 18 Андин үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим вә униң қешида он бәш күн турдум. 19 Амма шу чағда Рәбниң иниси Яқуптин башқа расулларниң һеч қайсиси билән көрүшмидим. 20 Мана, мениң силәргә һазир язғиним Худа алдида һеч ялған әмәс! 21 Кейин, мән Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим. 22 Амма Йәһудийәдики Мәсиһдә болған җамаәтләр мени чирайимдин тонумайтти. 23 Улар пәқәт бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәмниң өзи шу чағда йоқатмақчи болған етиқатни һазир хуш хәвәр дәп җакалимақта, дәп аңлиған еди; 24 шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди.

< Галатиялиқларға 1 >