< Әзра 5 >

1 Бу чағда пәйғәмбәрләр, йәни Һагай пәйғәмбәр билән Иддониң оғли Зәкәрия пәйғәмбәр Йәһудийә вә Йерусалимдики Йәһудийларға бешарәт беришкә башлиди; улар Исраилниң Худасиниң намида уларға бешарәт беришти. 2 Шуниң билән Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йозадакниң оғли Йәшуа қопуп Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селишқа башлиди; Худаниң пәйғәмбәрлири улар билән биллә болуп уларға ярдәм бәрди. 3 Шу чағда Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири уларниң йениға келип: «Ким силәргә бу өйни яңливаштин селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди?» дәп сориди. 4 Улар йәнә: «Бу қурулушқа мәсъул болғучиларниң исми немә?» дәп сориди. 5 Лекин Худаниң нәзири Йәһуда ақсақаллириниң үстидә еди, шуңа баш валий қатарлиқлар падиша Дариусқа мәлум қилғичә, шундақла униңдин бу һәқтә бирәр җавап ярлиқ кәлгичә уларниң қурулуш ишини тосмиди. 6 Дәрияниң ғәрип тәрипиниң валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири, йәни Дәрияниң ғәрип тәрипидики афарсақлиқлар падиша Дариусқа хәт әвәтти; хәтниң көчүрүлмиси мана төвәндикидәк: 7 Улар падишаға әвәткән мәлуматта мундақ дейилгән: «Дариус алийлириға чоңқур аман-есәнлик болғай! 8 Падишасимизға шу иш йетип мәлум болсунки, биз Йәһудийәгә, улуқ Худаниң өйигә берип көрдуқки, шу өй йоған ташлар билән ясиливатиду, тамлириға лимлар өткүзүлүп селинмақта; бу қурулуш тез сүрәттә оңушлуқ елип бериливетипту. 9 Андин биз у йәрдики ақсақаллардин: — Ким силәргә бу өйни селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди? — дәп соридуқ. 10 Вә алийлириға мәлум болсун үчүн уларниң исимлирини соридуқ, шуниңдәк уларниң башлиқлириниң исмилирини пүтүп хатирилимәкчи едуқ. 11 Улар бизгә: «Биз асман-зиминниң Худасиниң қуллири, биз һазир буниңдин узун жиллар илгири селинған өйни яңливаштин селиватимиз. Мошу өйни әслидә Исраилниң улуқ бир падишаси салдурған еди. 12 Лекин ата-бовилиримиз асмандики Худаниң ғәзивини кәлтүрүп қойғачқа, Худа уларни Калдийәлик Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурған; у бу өйни чақтуруветип, хәлиқни Бабилға тутқун қилип әкәткән. 13 Лекин Бабил падишаси Қорәшниң биринчи жили падиша Қорәш Худаниң бу өйини яңливаштин селишқа ярлиқ чүшүргән. 14 Вә Небоқаднәсар Йерусалимдики бу ибадәтханидин елип Бабил бутханисиға апирип қойған Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниму падиша Қорәш уларни Бабил бутханисидин әпчиқтуруп, Шәшбазар исимлиқ бир кишигә тапшурған; у уни баш валий қилип тайинлиған еди 15 һәм униңға: — Бу қача-қучиларни елип уларни Йерусалимдики ибадәтханиға апирип қойғин; Худаниң өйи әсли җайиға яңливаштин селинсун, дәп буйруған. 16 Андин шу Шәшбазар дегән киши келип, Йерусалимдики Худаниң өйигә һул салған; әнә шу вақиттин башлап һазирғичә ясиливатиду, техи пүтмиди» дәп җавап бәрди. 17 Әнди алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимизниң шу йәрдә, йәни Бабилдики ғәзнини ахтуруп беқишини, у йәрдә падиша Қорәшниң Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селиш тоғрисида чүшүргән ярлиғиниң бар-йоқлуғини тәкшүрүп беқишини сораймиз һәм падишасимизниң бу иш тоғрисида өз ирадисини бизгә билдүрүп қоюшини өтүнимиз».

< Әзра 5 >