< Әзакиял 39 >

1 «Әнди сән, и инсан оғли, Гогни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән;
ואתה בן אדם הנבא על גוג ואמרת כה אמר אדני יהוה הנני אליך גוג--נשיא ראש משך ותבל
2 Мән сени арқиңға яндуруп, йеткиләп, сени шималниң әң қәридин чиқиримән, Исраилниң тағлири үстигә таҗавуз қилдуримән;
ושבבתיך וששאתיך והעליתיך מירכתי צפון והבאותך על הרי ישראל
3 Мән оқяйиңни сол қолуңдин уруп ташлиғузиветимән, оқлириңни оң қолуңдин чүшүриветимән;
והכיתי קשתך מיד שמאולך וחציך מיד ימינך אפיל
4 сән Исраил тағлириниң үстигә жиқилисән; сән вә сениң барлиқ қошунлириң, саңа һәмраһ болған әлләр жиқилисиләр; Мән сени барлиқ житқуч учар-қанатларға гөш, даладики барлиқ һайванларға ов болушқа тәқдим қилдим.
על הרי ישראל תפול אתה וכל אגפיך ועמים אשר אתך לעיט צפור כל כנף וחית השדה נתתיך לאכלה
5 Сән далада жиқилисән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
על פני השדה תפול כי אני דברתי נאם אדני יהוה
6 Мән Магог үстигә вә деңиз бойида аман-есән турғанларға от яғдуримән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
ושלחתי אש במגוג ובישבי האיים לבטח וידעו כי אני יהוה
7 Мениң пак-муқәддәс намимни хәлқим Исраил арисида тонутимән; пак-муқәддәс намимниң қайтидин булғинишқа қәтъий йол қоймаймән; әлләр Мениң Пәрвәрдигар, Исраилда турған Муқәддәс Болғучиси екәнлигимни билип йетиду.
ואת שם קדשי אודיע בתוך עמי ישראל ולא אחל את שם קדשי עוד וידעו הגוים כי אני יהוה קדוש בישראל
8 Мана, у келиду! Бу ишлар чоқум болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бу дәл Мән ейтқан күнидур.
הנה באה ונהיתה נאם אדני יהוה הוא היום אשר דברתי
9 Исраил шәһәрлиридә туруватқанлар чиқип қуралларни, җүмлидин сипар-қалқанлар, оқялар, тоқмақлар вә нәйзиләрни көйдүрүп от қалайду — улар булар билән йәттә жил от қалайду.
ויצאו ישבי ערי ישראל ובערו והשיקו בנשק ומגן וצנה בקשת ובחצים ובמקל יד וברמח ובערו בהם אש שבע שנים
10 Даладин һеч отун елинмайду, орманлардин һеч яғач кесилмәйду; чүнки улар қуралларни от қалашқа ишлитиду; улар өзлиридин олҗа тутқанларни олҗа тутиду, өзлирини булаң-талаң қилғанларни булаң-талаң қилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ולא ישאו עצים מן השדה ולא יחטבו מן היערים--כי בנשק יבערו אש ושללו את שלליהם ובזזו את בזזיהם--נאם אדני יהוה
11 Вә шу күнидә шундақ болидуки, Исраил зиминидин, йәни деңизниң шәрқий қирғиқидин өтидиғанларниң җилғисидин Гогқа бир йәрлик болуши үчүн бир орунни беримән; бу йәрлик болса өткүчиләрниң йолини тосиду; улар шу йәрдә Гог вә униң барлиқ топ-топ адәмлирини көмиду; у «Һамон-Гог җилғиси» дәп атилиду.
והיה ביום ההוא אתן לגוג מקום שם קבר בישראל גי העברים קדמת הים וחסמת היא את העברים וקברו שם את גוג ואת כל המונה וקראו גיא המון גוג
12 Исраил җәмәти зиминини һалал қилиш үчүн, уларни йәттә ай көмиду;
וקברום בית ישראל למען טהר את הארץ שבעה חדשים
13 зиминдики барлиқ хәлиқ уларни йәрликкә қойиду; шуниң билән Өзүм улуқланған мошу күнидә бу иш уларға шәрәп болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
וקברו כל עם הארץ והיה להם לשם--יום הכבדי נאם אדני יהוה
14 Улар бир нәччә адәмни зиминни давамлиқ арилап, таҗавузчиларниң зимин йүзидә қалған җәсәтлирини көмүштәк алаһидә ишни қилиш үчүн айрийду; улар шу йәттә ай түгигәндә, андин җәсәтләрни издәш хизмитини башлайду.
ואנשי תמיד יבדילו עברים בארץ מקברים את העברים את הנותרים על פני הארץ לטהרה--מקצה שבעה חדשים יחקרו
15 Бу «зиминдин өткүчиләр» айлинип жүриду; әгәр бириси адәмниң устихинини көргән болса, у униң йениға бир бәлгү тикләйду; «издәп көмгүчиләр» уни Һамон-Гог җилғисиға дәпнә қилғичә бәлгү туриду
ועברו העברים בארץ וראה עצם אדם ובנה אצלו ציון--עד קברו אתו המקברים אל גיא המון גוג
16 ([җилғида] «Һамонаһ» дәп аталған бир шәһәр болиду). Улар шу йол билән зиминни паклайду».
וגם שם עיר המונה וטהרו הארץ
17 — «Вә сән, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Һәр қандақ учар-қанатлар, даладики барлиқ һайванларға мундақ дегин: «Жиғилишип келиңлар, Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимға, йәни Исраил тағлири үстидә қилинған чоң қурбанлиққа һәряндин җәм болуңлар! Силәр шу йәрдә гөш йәп, қан ичисиләр.
ואתה בן אדם כה אמר אדני יהוה אמר לצפור כל כנף ולכל חית השדה הקבצו ובאו האספו מסביב על זבחי אשר אני זבח לכם זבח גדול על הרי ישראל ואכלתם בשר ושתיתם דם
18 Силәр батурларниң гөшини, йәр йүзидики шаһзадиларниң қенини — қочқарларниң, өшкиләрниң, топақларниң қенини ичисиләр — уларниң һәммиси Башандики бордалған маллардур!
בשר גבורים תאכלו ודם נשיאי הארץ תשתו אילים כרים ועתודים פרים מריאי בשן כלם
19 Силәр Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимдин, тойғичә май йәп, тойғичә қан ичисиләр!
ואכלתם חלב לשבעה ושתיתם דם לשכרון מזבחי אשר זבחתי לכם
20 Силәр дәстихинимда атлар вә җәң һарвусидикиләр, батурлар, барлиқ җәңчи палванлар билән тоюнисиләр» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ושבעתם על שלחני סוס ורכב גבור וכל איש מלחמה--נאם אדני יהוה
21 — вә Мән Өз шан-шәривимни әлләр арисиға көрситимән, барлиқ әлләр Мениң жүргүзгән җазалиримни вә уларниң үстигә қойған қолумни көриду.
ונתתי את כבודי בגוים וראו כל הגוים את משפטי אשר עשיתי ואת ידי אשר שמתי בהם
22 Вә шу күндин тартип Исраил җәмәти Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду.
וידעו בית ישראל כי אני יהוה אלהיהם מן היום ההוא והלאה
23 Әлләр Исраил җәмәтиниң қәбиһлиги, Маңа асийлиқ қилғанлиғи түпәйлидин сүргүн болғанлиғини билип йетиду; мана, Мән йүзүмни улардин йошуруп, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурдум; уларниң һәммиси қиличлинип жиқилди.
וידעו הגוים כי בעונם גלו בית ישראל על אשר מעלו בי ואסתר פני מהם ואתנם ביד צריהם ויפלו בחרב כלם
24 Уларниң паскиничилиғи вә асийлиқлири бойичә Мән уларни бир тәрәп қилдим, йүзүмни улардин йошурдум».
כטמאתם וכפשעיהם עשיתי אתם ואסתר פני מהם
25 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мән һазир Яқупни сүргүн болғанлиғидин әслигә қайтуруп, пүткүл Исраил җәмәти үстигә рәһим қилип, Өз пак-муқәддәс намим үчүн отлуқ қизғинлиғимни көрситимән.
לכן כה אמר אדני יהוה עתה אשיב את שבית (שבות) יעקב ורחמתי כל בית ישראל וקנאתי לשם קדשי
26 Өз зиминида аман-есән турғинида, һеч ким уларни қорқутмайдиған чағ кәлгәндә, Мән уларни әлләрдин қайтуруп, дүшмәнлириниң зиминлиридин жиққинимда, вә көп әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, шу чағда улар хиҗалитини вә Мәндин йүз өрүп қилған асийлиғиниң барлиқ гунайини көтириду;
ונשו את כלמתם ואת כל מעלם אשר מעלו בי--בשבתם על אדמתם לבטח ואין מחריד
בשובבי אותם מן העמים וקבצתי אתם מארצות איביהם ונקדשתי בם לעיני הגוים רבים
28 улар Мениң уларни әлләр арисиға сүргүн қилдурғанлиғим түпәйлидин, вә андин улардин һеч қайсисини шу йәрдә қалдурмай өз зиминиға жиққанлиғим түпәйлидин, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду;
וידעו כי אני יהוה אלהיהם בהגלותי אתם אל הגוים וכנסתים על אדמתם ולא אותיר עוד מהם שם
29 вә Мән йүзүмни улардин қайта һеч йошурмаймән; чүнки Мән Исраил җәмәти үстигә Өз Роһумни қуйған болимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ולא אסתיר עוד פני מהם אשר שפכתי את רוחי על בית ישראל נאם אדני יהוה

< Әзакиял 39 >