< Әзакиял 19 >

1 — «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: — 2 «Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди! У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди. 3 У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти; У овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти. 4 Әлләр униңдин хәвәр аңлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди; Улар униң бурниға илмәкни селип, Мисир зиминиға епкәтти. 5 Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини, Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп, У башқа бир арслинини елип, Уни беқип яш шир қилди; 6 У ширлар арисида уян-буян кәзди; У яш шир болуп, Овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти. 7 У уларниң истиһкамлирини бузуп, Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти; Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти. 8 Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти; Улар униң үстигә торини йейип ташлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди. 9 Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди; Уни Бабилниң падишасиға апарди; Улар уни торлириға еливалди; Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду. 10 Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди; У су бойида тикләнгән еди; Суларниң моллуғидин, У интайин мевилик, көп шахлик болди. 11 Униң күчлүк шахлири бар еди, Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди; Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти, У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди; 12 Бирақ у қәһр билән жулунди, У йәргә ташланди, Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти; Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти; От уларни жутувалди. 13 Һазир у чөл-баяванда, Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди; 14 Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, Униң бихлири һәм мевисини жутувалди; Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди. Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».

< Әзакиял 19 >