< Әстәр 9 >

1 Он иккинчи ай, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, падишаниң әмри билән ярлиғи иҗра қилинишқа аз қалған чағда, йәни Йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт қилип күткән күни, әксичә Йәһудийларниң өз дүшмәнлириниң үстидин ғалип келидиған күнигә айлинип кәтти. 2 Йәһудийлар падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә уларға қәст қилмақчи болғанларға һуҗум қилиш үчүн жиғилишқа башлиди; һеч ким уларниң алдида туралмайтти; улардин болған қорқунуч һәр бир әл-милләтни басқан еди. 3 Һәр қайси өлкиләрдики бәгләр, валийлар, өлкә башлиқлири, шундақла падишаниң ишлирини иҗра қилғучиларниң һәммиси Йәһудийларни қоллиди; чүнки Мордикайдин болған қорқунуч уларни басқан еди. 4 Чүнки Мордикай дегән киши ордида интайин нопузлуқ болуп, нам-шөһрити һәммә өлкиләргә тарқалған еди; униң һоқуқи барғансери чоңийип кетивататти. 5 Шуниң билән Йәһудийлар өзлириниң һәммә дүшмәнлирини қиличлап, қирғин қилип йоқатти; өзлиригә өч болғанларға қандақ қилишни халиса шундақ қилди. 6 Шушан қәлъәсидила Йәһудийлар бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқатти. 7 Улар йәнә Паршандата, Далфон, Аспата, 8 Пората, Адалия, Аридата, 9 Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайизатани қәтл қилди; 10 бу он адәм Һаммидатаниң нәвриси, Йәһудийларниң дүшмини болған Һаманниң оғли еди; лекин улар уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. 11 Шу күни Шушан қәлъәсидә қәтл қилинған адәм сани падишаға мәлум қилинди. 12 Падиша ханиш Әстәргә: — Йәһудийлар Шушан қәлъәсидә бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқитипту, йәнә Һаманниң он оғлини қәтл қипту; улар падишаниң башқа өлкилиридә немә қилдикин? Әнди немә илтимасиң бар? У саңа берилиду. Йәнә немә тәливиң бар? Уму беҗа әйлиниду, — деди. 13 — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, Шушандики Йәһудийларниң әтиму бүгүнки ярлиқта дейилгәндәк иш қилишиға һәмдә Һаманниң он оғлиниң [җәсәтлирини] дарға есип қоюшқа иҗазәт бәргәйла, деди Әстәр. 14 Падиша шундақ қилишқа буйруқ чүшүрди; ярлиқ Шушан қәлъәсидә чиқирилғанда, кишиләр Һаманниң он оғлини дарға есип қоюшти. 15 Адар ейиниң он төртинчи күни Шушандики Йәһудийлар йәнә жиғилип үч йүз адәмни өлтүрди; лекин уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. 16 Падишаһниң һәр қайси башқа өлкилиридики қалған Йәһудийлар жиғилип өз җанлирини сақлашқа сәптә туруп өзлиригә өч болғанлардин җәмий йәтмиш бәш миң адәмни өлтүрди, амма уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. Шуниң билән улар дүшмәнлиридин қутулуп арамлиққа муйәссәр болди. 17 Бу Адар ейиниң он үчинчи күнидики иш еди; он төртинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти. 18 Лекин Шушандики Йәһудийлар болса он үчинчи, он төртинчи күнлири топлишип җәң қилди; он бәшинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти. 19 Шу сәвәптин сәһрадики Йәһудийлар, йәни йеза-қишлақларда туруватқан Йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини зияпәт берип шатлинидиған мубарәк күн бекитип, бир-биригә соға-салам беришидиған болди. 20 Мордикай бу вақиәләрни хатириләп һәмдә Аһашверошниң һәр қайси өлкилириниң жирақ-йеқин җайлирида туруватқан барлиқ Йәһудийларға мәктупларни йоллиди. 21 Шундақ қилип у уларниң арисида һәрйили Адар ейиниң он төрт, он бәшинчи күнини байрам қилип өткүзүлсун дәп бекитти; 22 у бу икки күнни Йәһудийларниң дүшмәндин қутулуп арамлиққа еришкән күни сүпитидә, шу айни уларниң қайғу-һәсрити шатлиққа, жиға-зерәлири мубарәк күнгә айланған ай сүпитидә әсләп, бу икки күнни зияпәт қилип шатлинидиған, көпчилик бир-биригә салам-соға беридиған, кәмбәғәлләргә хәйр-еһсан қилидиған күн қилишқа буйруди. 23 Шу сәвәптин Йәһудийлар дәсләп башлиған шу [һейтни] давамлаштурушқа вә шуниңдәк Мордикайниң уларға язғанлириниму орунлайдиғанға вәдә беришти. 24 Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди. 25 Лекин бу иш падишаниң қулиқиға йәткәндә, падиша мәктупларни йезип, Һаман қәстлигән рәзил иш, йәни униң Йәһудийларни қәст қилған иши униң өз бешиға янсун, дәп ярлиқ чүшүрди; һәм кишиләр уни вә униң оғуллирини дарға асти. 26 Шуңлашқа, кишиләр «пур» (чәк) дегән исим бойичә бу икки күнни «Пурим байрими» дәп атиди; шуңа Йәһудийлар әшу хәттә пүтүлгәнлири бойичә, һәм көргән, һәм баштин өткүзгәнлиригә асасән, 27 өзлири, әвлатлири һәмдә өзлири билән бирләшкән барлиқ кишиләрниң пүтүлгән әһкамни тутуп, бәлгүләнгән вақитта әшу икки күнни һәр жили мәңгү үзүлдүрмәй байрам қилишини қарар қилди, 28 шундақла бу икки күн һәр бир дәвирдә, һәр бир җәмәт-аилидә, һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрдә хатирилинип тәбриклнип турсун вә «Пурим байрими» болидиған мошу күнләрниң тәбриклиниши Йәһудий хәлқи ичидә мәңгү үзүлүп қалмисун, хатириләш паалийәтлири уларниң уруқ-нәсли арисидинму йоқап кәтмисун, дәп қарар қилди. 29 Андин Абихаилниң қизи, ханиш Әстәр вә Йәһудий Мордикай Йәһудийларға язған «Пурим байрими» тоғрисидики шу иккинчи хәтни толуқ һоқуқи билән тәкитләп, йәнә бир хәтни йоллиди. 30 Мордикай хатирҗәмлик вә һәқиқәтниң сөзлирини йәткүзидиған мәктупларни Аһашверошниң падишалиғидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики барлиқ Йәһудийларға әвәтип, 31 Шу «Пурим» күнлири бәлгүләнгән вақитлирида өткүзүлсун, шуниңдәк Йәһудий Мордикай вә ханиш Әстәрниң тапилиғанлири бойичә, шундақла уларниң өз-өзигә вә нәслигә бекиткәнлири бойичә әйни вақиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун, дәп тәкитлиди. 32 Әстәрниң ярлиғи «Пурим байрими»дики шу ишларни бекитип бәрди; бу иш тарихнамиғиму пүтүлди.

< Әстәр 9 >