< Әстәр 6 >

1 Шу күни кечиси падишаниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди. 2 Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падиша Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди. 3 Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди. — У һеч немигә еришмиди, — дәп җавап беришти падишаниң йенидики хизмәттә болған ғуламлири. 4 — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман падишадин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди. 5 — Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаниң ғуламлири униңға. — Кирсун, — деди падиша. 6 Һаман киривиди, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә 7 падишаға: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә 8 падишасим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип, 9 шаһанә кийим билән арғимақни падишаниң әң муһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишасим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди. 10 Шуниң билән падиша Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди. 11 Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди. 12 Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти. 13 Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти. 14 Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаниң һәрәмъағилири келип Һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти.

< Әстәр 6 >