< Әстәр 3 >

1 Бу ишлардин кейин падиша Аһашверош Агагийлардин болған Һаммидатаниң оғли Һаманниң мәнсивини өстүрди; падиша униң орнини өстүрүп, өзи билән биллә ишләйдиған барлиқ әмирләрниңкидин жуқури қилди. 2 Падиша униң һәққидә әмир қилғачқа, орда дәрвазисида турған падишаниң барлиқ әмәлдарлири Һаманниң алдида тазим қилип баш уратти; лекин Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди. 3 Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти. 4 Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди. 5 Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди. 6 Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди. 7 Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида [қутлуқ] ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти. 8 Һаман падиша Аһашверошқа: — Падишаһлиқлириниң һәр қайси өлкилиридики әл-милләтләр арисида чечилип яшаватқан бир хәлиқ бар; уларниң қанун-бәлгүлимилири башқа хәлиқләрниңкигә охшимайду, улар алийлириниң қанун-бәлгүлимилиригиму бойсунмайду; шуңа уларниң яшишиға йол қоюш алийлириға һеч пайда йәткүзмәйду. 9 Әгәр падишасимға лайиқ көрүнсә, уларни йоқитиш тоғрилиқ ярлиқ пүтүп чүшүргәйла; мана мән өз йенимдин он миң талант күмүчни алийлириниң ғәзнилиригә селиш үчүн падишалиқниң ишлирини башқуридиған хадимларниң қолиға тапшуримән, деди. 10 Шуниң билән падиша өзиниң бармиғидин үзүкни сийрип чиқирип, Йәһудийларниң рәқиби, Агагий Һаммидатаниң оғли Һаманға берип: 11 — Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим, у хәлиқниму саңа тапшурдум, уларни қандақ қилишни халисаң, шундақ қил! — деди. 12 Андин биринчи айниң он үчинчи күни падишаниң мирзилири чақирилип, ярлиқ Һаманниң барлиқ тапилиғини бойичә пүтүлди; у һәр қайси өлкиләргә өз йезиғида, һәр қайси әл-милләткә өз тилида яздурулуп, һәр бир өлкиләрниң валийлириға, һәр бир әл-милләтниң әмирлиригә әвәтилди; ярлиқ падиша Аһашверошниң намида пүтүлгән болуп, униң үзүк мөһүри билән печәтләнди. 13 Ярлиқ мәктуплири чапармәнләрниң қоли билән падишалиқниң һәр қайси өлкилиригә йәткүзүлди; униңда бир күн ичидә — Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни қери-яш, балилар вә аяллар демәй, барлиқ Йәһудийларни қоймай қирип, өлтүрүп, нәсли қурутуветилсун, уларниң мал-мүлки олҗа қилинсун, дейилгән еди. 14 Шу ярлиқ һәр бир өлкидә җакалиниш үчүн, шундақла шу күни һәр бир хәлиқ шундақ қилишқа тәйяр болуп туруши үчүн, мәктупниң көчүрмә нусхилири һәр бир әл-милләткә елан қилинмақчи болди. 15 Чапармәнләр падишаниң әмри бойичә дәрһал йолға чиқти; ярлиқ Шушан қәлъәсиниң өзидиму елан қилинди. Бу чағда падиша Һаман билән шарап ичишкә олтарған еди. Лекин Шушан шәһиридикиләр дәккә-дүккигә чөмүп кетишти.

< Әстәр 3 >