< Әстәр 10 >

1 Падиша Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти. 2 Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишалириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму? 3 Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падиша Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.

< Әстәр 10 >