< Әфәсуслуқларға 6 >

1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур. 2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур — 3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — [дәп вәдә қилинған]. 4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар. 5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар; 6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, 7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; 8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду. 9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр. 10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. (aiōn g165) 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. 14 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. 15 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, [хуш хәвәр йәткүзүштә] дадиллиқ билән сөз қилишимға [дуа қилиңлар]. 21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур. 23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай! 24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!

< Әфәсуслуқларға 6 >