< Һекмәт топлиғучи 9 >
1 Мән шуларниң һәммисини ениқлаш үчүн көңүл қойдум; шуни байқидимки, мәйли һәққаний киши яки дана киши болсун, шундақла уларниң барлиқ қилғанлири Худаниң қолидидур, дәп байқидим; инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду. Униң алдида һәр қандақ иш болуши мүмкин.
2 Һәммә адәмгә охшаш ишлар охшаш пети келиду; һәққаний вә рәзил кишигә, меһриван кишигә, пак вә напак, қурбанлиқ қилғучи вә қурбанлиқ қилмиғучиғиму охшаш қисмәт болиду; яхши адәмгә қандақ болса, гунакарға шундақ болиду; қәсәм ичкүчигә вә қәсәм ичиштин қорққучиғиму охшаш болиду.
3 Мана һәммигә охшашла бу ишниң келидиғанлиғи қуяш астидики ишлар арисида күлпәтлик иштур; униң үстигә, инсан балилириниң көңүллири яманлиққа толған, пүтүн һаятида көңлидә тәлвилик туриду; андин улар өлгәнләргә қошулиду.
4 Чүнки тирикләргә қошулған киши үчүн болса үмүт бар; чүнки, тирик ишт өлгән ширдин әла.
5 Тирикләр болса өзлириниң өлидиғанлиғини билиду; бирақ өлгәнләр болса һеч немини билмәйду; уларниң һеч инъами йәнә болмайду; улар һәтта адәмниң есидин көтирилип кетиду, қайта кәлмәйду.
6 Уларниң муһәббити, нәприти вә һәсәтхорлуғиму аллиқачан йоқалған; қуяш астида қилинған ишларниң һечқайсисидин уларниң мәңгүгә қайта несивиси йоқтур.
7 Барғин, нениңни хошаллиқ билән йәп, шарабиңни хушхуйлуқ билән ичкин; чүнки Худа аллиқачан мундақ қилишиңдин рази болған.
8 Кийим-кечәклириң һәрдайим аппақ болсун, хушбуй май бешиңдин кәтмисун.
9 Худа саңа қуяш астида тәқсим қилған бемәна өмрүңниң барлиқ күнлиридә, йәни бимәниликтә өткүзгән барлиқ күнлириңдә, сөйүмлүк аялиң билән биллә һаяттин һозур алғин; чүнки бу сениң һаятиңдики несивәң вә қуяш астидики барлиқ тартқан җапайиңниң әҗридур.
10 Қолуң тутқанни барлиқ күчүң билән қилғин; чүнки сән баридиған тәһтисарада һеч хизмәт, мәхсәт-план, билим яки һекмәт болмайду. (Sheol )
11 Мән зеһнимни жиғип, қуяш астида көрдумки, мусабиқидә ғәлибә йәлтапанға болмас, я җәңдә ғәлибә палванға болмас, я нан дана кишигә кәлмәс, я байлиқлар йорутулғанларға кәлмәс, я илтипат билимликләргә болмас — чүнки пәйт вә тәсадипийлиқ уларниң һәммисигә келиду.
12 Бәрһәқ, инсанму өз вақти-саитини билмәйду; белиқлар рәһимсиз торға елинғандәк, қушлар тапан-қапқанқа илинғандәк, буларға охшаш инсан балилири яман бир күндә қапқанқа илиниду, қапқан бешиға чүшиду.
13 Мән йәнә қуяш астида даналиқниң бу мисалини көрдум, у мени чоңқур тәсирләндүрди;
14 Кичик бир шәһәр бар еди; униңға қарши бүйүк бир падиша чиқип, уни қоршап, униңға һуҗум қилидиған йоған потәйләрни қурди.
15 Бирақ шәһәрдин намрат бир дана киши тепилип қалди; у уни өз даналиғи билән қутулдурди; бирақ кейин, һеч ким бу намрат кишини есигә кәлтүрмиди.
16 Шуниң билән мән: «Даналиқ күч-қудрәттин әвзәл» — дедим; бирақ шу намрат кишиниң даналиғи кейин көзгә илинмайду, униң сөзлири аңланмайду.
17 Дана кишиниң җим-җитлиқта ейтқан сөзлири ахмақлар үстидин һоқуқ сүргүчиниң вақирашлиридин ениқ аңлинар.
18 Даналиқ уруш қураллиридин әвзәлдур; бирақ бир гунакар зор яхшилиқни һалак қилиду.