< Һекмәт топлиғучи 11 >

1 Нанлириңни суларға әвәт; көп күнләрдин кейин уни қайтидин таписән. 2 Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән. 3 Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду. 4 Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду. 5 Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән. 6 Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма; чүнки немә ишниң, у яки бу ишниң пайдилиқ болидиғанлиғини вә яки һәр иккисиниң охшашла яхши болидиғанлиғини билмәйсән. 7 Нур шерин болиду, аптапни көрүшму һозурлуқ иштур. 8 Шуңа бириси көп жил яшиған болса, буларниң һәммисидин һозур алсун. Һалбуки, у йәнә қараңғулуқ күнлирини есидә тутсун, чүнки улар көп болиду; кәлгүсидики ишларниң һәммиси бимәниликтур! 9 Яшлиғиңдин һозур ал, и жигит; яшлиғиң күнлиридә көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй; көңлүң халиқини бойичә вә көзлириң көргини бойичә жүргин; бирақ шуни билгинки, буларниң һәммиси үчүн Худа сени сораққа тартиду. 10 Әнди көңлүңдин ғәшликни елип ташла, тениңдин яманлиқни нери қил; чүнки балилиқ вә яшлиқму бимәниликтур.

< Һекмәт топлиғучи 11 >