< Қанун шәрһи 14 >

1 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң пәрзәнтлиридурсиләр; өлгәнләр үчүн бәдиниңларни һеч кәсмәслигиңлар керәк вә яки маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк; 2 чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән; Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр арисидин Өзиниң алаһидә гөһири болған бир хәлиқ болуши үчүн сени таллиғандур. 3 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини йемәслигиң керәк. 4 Төвәндикиләр силәр йейишкә болидиған һайванлар: — кала, қой, өчкә; 5 кейик, җәрән, буға, явайи өчкә, аһу, бөкән, явайи қой, 6 шундақла һайванлар ичидә туяқлири пүтүнләй ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр хилини йесәңлар болиду. 7 Лекин, көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: — Төгә, тошқан вә суғур (чүнки улар көшигүчи болғини билән туйиғи ачимақ әмәстур. Шуңа улар силәргә һарам болиду). 8 Чошқа болса туяқлири ачимақ болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду. Шундақ һайванларниң гөшини йемәслигиңлар керәк вә һәм өлүклиригә тәгмәслигиңлар керәк. 9 Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду, 10 лекин қанити вә қасирақлири болмиғанларни йемәслигиңлар керәк; улар силәргә нисбәтән һарам болиду. 11 Барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду; 12 бирақ төвәндики учар-қанатларни йемәслигиңлар керәк: йәни бүркүт, тапқуш-ғечирлар, деңиз бүркүти, 13 қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин, қорултаз-тапқушлар вә уларниң хиллири, 14 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири, 15 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири, 16 һувқуш, ибис, ақ қу, 17 сақийқуш, белиқъалғуч, қарна, 18 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп билән шәпәрәң дегәнләр силәргә һарам саналсун. 19 Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр болса силәргә нисбәтән һарам болиду; уларни йемәслигиңлар керәк. 20 Силәр барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду. 21 Силәр һеч қандақ өлүк җанварни йемәслигиңлар керәк; силәр ундақ нәрсини шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан мусапирларға бериңлар; улар униңдин йесә болиду яки уни ят әлликләркә сетивәтсиму болиду; чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән. Сән оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду. 22 Сән җәзмән һәр жили етиздики һәммә териқчилиқ мәһсулатлириңниң ондин бирини айришиң керәк; 23 сән шуларни, йәни ашлиғиң, йеңи шарабиң, зәйтун мейиңниң ондин бирини Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида, йәни У Өз намини қалдурушқа таллайдиған җайда йә, шундақла кала-қой падилиридин айрилған тунҗа балилирини шу йәрдә йә; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңдин дайим қорқушни үгинисән. 24 Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң, 25 сән шу чағда уни пулға сетип, пулни қолуңға теңип, Пәрвәрдигар Худайиң таллиған җайға барғин вә 26 вә көңлүң немә тартса, мәйли кала, қой, мәй-шарап, мусәлләс болсун, яки шуниңдәк көңлүң тартқан һәр қандақ нәрсини шу пулға алсаң болиду; андин сән вә өйүңдикиләр шу йәрдә униңдин йәп-ичип, Пәрвәрдигар Худайиң алдида шат-хурам болисиләр. 27 Шәһәр-йезилириңда туруватқан Лавийларни унтумаслиғиң керәк, чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ. 28 Һәр үч жилниң ахирида сән шу жилдики мәһсулатлириңдин ондин бирини өшрә қилип чиқар; сән уни шәһәр-йезилириң ичидә топла; 29 шуниң билән Лавийлар (чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ), мусапир, житим-йесирләр вә тул хотунлар келип униңдин йәп тоюнсун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң қолуңдики барлиқ мевини бәрикәтләйду.

< Қанун шәрһи 14 >