< Амос 5 >

1 И Исраил җәмәти, бу сөзни, Йәни Мән сән тоғрилиқ оқуйдиған бир мәрсийәни аңлап қой: — 2 «Пак қиз Исраил жиқилди; У қайтидин орнидин турмайду; У өз туприғиға ташланған, Уни турғузуп йөлигүчи йоқтур». 3 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — [Исраилниң] миң [ләшкәр] чиққан бир шәһириниң йүз [ләшкирила] тирик қалиду; Йүз ләшкәр чиққан бир шәһириниң Исраил җәмәти үчүн он [ләшкирила] тирик қалиду; 4 Чүнки Пәрвәрдигар Исраил җәмәтигә мундақ дәйду: — Мени издәңлар, һаятқа еришисиләр; 5 Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар; Чүнки Гилгал әсиргә елинип сүргүн қилинмай қалмайду, Бәйт-Әл йоққа чиқиду. 6 Пәрвәрдигарни издәңлар, һаятқа еришисиләр; Болмиса У Йүсүп җәмәти ичидә от кәби партлап, уни йәп кетиду, Һәм Бәйт-Әлдә отни өчүргидәк адәм тепилмайду. 7 И адаләтни әмәнгә айландурғучи, Һәққанийлиқни йәргә ташлиғучилар, 8 Силәр Орион юлтуз түркүми вә Қәлб юлтуз топини Яратқучи, Өлүм көләңгисини таң нуриға Айландурғучи, Күндүзни қараңғулуқ билән кечигә Айландурғучи, Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә Қуйғучини издәңлар; Пәрвәрдигар Униң намидур. 9 У батурлар үстигә туюқсиз һалакәтни партлитиду, Истиһкам үстигә һалакәт чүшүриду. 10 Шу [Исраиллар] шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч, Дурус сөзләйдиғанлардин жиркиниду. 11 Әнди силәр намратларни езип, Улардин буғдай «һәдийә»ләрни алдиңлар! Оюлған ташлардин өйләрни салдиңлар, Бирақ уларда турмайсиләр; Силәр гөзәл үзүмзарларни бәрпа қилғансиләр, Бирақ уларниң шарабини ичәлмәйсиләр. 12 Чүнки силәрниң асийлиқлириңларниң қанчилик көплүгини, Силәрниң гунайиңларниң қанчилик зор екәнлигини убдан билимән; Улар һәққаний адәмни езиду, Улар пара йәйду, Шәһәр дәрвазисида мискинләрниң һәққини қайривалиду. 13 Шуңа бундақ дәвирдә «пәмлик адәм» сүкүт қилиду; Чүнки у рәзил бир дәвирдур. 14 Һаят яшаш үчүн яманлиқни әмәс, меһриванлиқ-яхшилиқни издәңлар; Шундақ болғанда силәр дегиниңлардәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар һәқиқәтән силәр билән биллә болиду. 15 Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһриванлиқ-яхшилиқни сөйүңлар, Шәһәр дәрвазисида адаләтни орнитиңлар; Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр. 16 Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Рәб мундақ дәйду: — «Барлиқ кәң рәстә-базарларда аһ-зарлар аңлиниду; Улар һәммә кочиларда «Вай... вай!...» дәп авазини көтириду; Улар деханларниму матәм тутушқа, Аһ-зарлар көтәргүчи «устилар»ни жиғлашқа чақириду. 17 Һәм барлиқ үзүмзарлардиму аһ-зарлар көтирилиду; Чүнки Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — дәйду Пәрвәрдигар. 18 Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай! Пәрвәрдигарниң күни силәргә қандақ ақивәтләрни кәлтүрәр? У йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ елип келиду. 19 У күни бириси ширдин қечип, ейиққа учрап, Андин өйигә кирип, қоли билән тамға йөләнгәндә, Илан уни чаққандәк бир иш болиду! 20 Пәрвәрдигарниң күни йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқла елип келиду әмәсму? Униңда пәқәт қараңғулуқла болуп, йоруқлуқ һеч болмайдиғу?! 21 Һейтлириңларға нәпрәтлинимән, улардин бизар болдум, Ибадәт сорунлириңларниң пуриғини пуриғум йоқ. 22 Чүнки силәр Маңа «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «аш һәдийә»лириңларни сунуп атисаңларму, Мән уларни қобул қилмаймән; Силәрниң бордақ маллириңлар билән қилған «енақлиқ қурбанлиқлириңлар»ға қаримаймән. 23 Мәндин мунаҗатлириңларниң садалирини епкетиңлар, Чилтарлириңларниң күйлирини аңлимаймән; 24 Буниң орнида адаләт худди шарқиратмидәк, Һәққанийлиқ әбәдий ақидиған еқимдәк долқунлисун! 25 Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни Маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?! 26 Бәрһәқ, силәр «Суккот» дегән падишасиңлар, һәм «Қиун» дегән бутлириңларни, йәни «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар! 27 Әнди Мән силәрни әсир қилип, Дәмәшқтин жирақларға сүргүн қилдуримән, — дәйду «Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа» дегән нам билән аталған Пәрвәрдигар.

< Амос 5 >