< Паалийәтлири 6 >

1 Шу күнләрдә, мухлисларниң сани барғансери көпийип, грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар йәрлик ибраний қериндашларға: — Күндилик озуқ-түлүк тәқсим қилиништа аримиздики тул аяллар етиварға елинмиди, дәп наразилиқ билдүрүшти. 2 Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди: — Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду. 3 Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсъул қилимиз. 4 Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз. 5 Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап, 6 уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң [бу хизмәтни қилиши үчүн] қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти. 7 Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму [Мәсиһ] етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти. 8 Вә Истипан [Худаниң] меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти. 9 Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи [Йәһудийлар] Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди. 10 Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди. 11 Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап: — Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди. 12 Улар мошундақ қилип халайиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутратти; андин Истипанниң алдини тосуп уни тутқун қилип, алий кеңәшмигә елип барди. 13 Улар сахта гувачиларни оттуриға чиқирип мундақ дегүзди: — Бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду. 14 Чүнки биз униң һелиқи Насарәтлик Әйса тоғрилиқ: «У бу җайни вәйран қилиду вә Муса пәйғәмбәр бизгә тапшурған әнъәниви қаидә-йосунлиримизни өзгәртиду!» дегәнлигини аңлидуқ. 15 Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң пәриштиниңкидәк пақирақ екәнлигини көрди.

< Паалийәтлири 6 >