< Паалийәтлири 17 >

1 Улар сәпирини давам қилип Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Тесалоника шәһиригә кәлди. У йәрдә Йәһудийларниң синагоги бар еди.
保罗和西拉沿途经过了暗非波里和亚波罗尼亚,来到帖撒罗尼迦,那里有犹太人的会堂。
2 Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип,
保罗按惯例走进会堂,一连三个安息日,都在这里根据圣经与他们进行辩论。
3 уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.
他解释了经文的含义,证明基督必须先死去后,然后再死而复生。他对众人说:“我向你们讲述的这位耶稣,就是基督。”
4 [Йәһудийларниң] ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.
有的人被保罗和西拉说服了,加入了他们的行列,此外还有很多说希腊语的朝拜者,以及城里位高权重的女性。
5 Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ [кеңәшмисигә] тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди.
但犹太人却因此而倍感嫉妒,于是从集市中找来一群流氓,凑成团伙在城里面闹事。他们冲进耶孙的家中,到处寻找保罗和西拉,要把他们交给民众。
6 Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;
但由于找不到这两名使徒,他们就把耶孙和几名信徒带到地方长官那里,叫嚣着说:“这些人素有滋事的恶名,把这世界闹得天翻地覆。现在他们来到这里,
7 Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падиша бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.
耶孙却在自己的家宅中招待这些人。他们都违背凯撒的法令,说另外还有一个王叫做耶稣,这就是叛国罪。”
8 Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди.
民众和地方长官听到这番话,深感不安,
9 Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти.
让耶孙和其余人交了保释金后,就放了他们。
10 Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди.
信徒们当晚就将保罗和西拉送走。二人去了比里亚,到达后便走进犹太人的会堂。
11 У йәрдики [синагогдикиләр] Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәр күни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди.
这里的民众比帖撒罗尼迦人开明,他们很快就接受了主的道,每天研读圣经,确认他们所听到的是否正确。
12 Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди.
很多人因此成为信徒,包括地位高贵的希腊男性和女性。
13 Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти.
但帖撒罗尼迦的犹太人听说保罗又在比里亚宣讲上帝之道,便跑到那里煽动挑拨民众。
14 Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди.
信徒们立刻把保罗送到海边,西拉和提摩太仍然留在比里亚。
15 Павлусни узитип маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип барди. Андин улар Павлусниң: — «Силәр Силас билән Тимотийға мүмкинқәдәр мениң йенимға тезрақ кәлсун дәп йәткүзүп қоюңлар» дегән тапшуруғини елип, [Берияға] қайтип кәлди.
护送保罗的人将他远远地带到雅典,保罗在他们返回的时候,给西拉和提摩太带去口信,让他们尽快赶去与他会和。
16 Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди.
保罗在雅典等他们的时候,看见满城都是宗教神像,心中感到非常不安。
17 Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти.
于是在会堂中与犹太人和其他崇拜上帝之人进行了辩论,此外还每天到集市中去,与所遇到的陌生人进行辩论。
18 «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр: — Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин: — У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти.
有些伊壁鸠鲁派和斯多亚派的哲学家也同他争论。他们想知道:“这个人到底想要干什么?”由于保罗谈论了耶稣和复活,所以还有人认为:“他似乎是在宣讲外族的神。”
19 Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән [кеңәш] мәйданиға апирип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ?
于是他们把保罗带到亚略巴古,询问他:“请和我们讲讲你所宣扬的那个新教义?
20 Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәнаси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти
我们听说了你讲的那些事情,听起来太奇怪了,所以我们想知道那到底是什么意思。”
21 (әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти).
(所有雅典人和住在那里的异教徒,都非常喜欢谈论和打听新奇之事,以此打发时间)。
22 Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди: Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум.
保罗站上亚略巴古的中间,说:“各位雅典人,我发现你们对任何事情都抱有虔诚之心。
23 Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу [Худани] мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай.
我走路的时候曾留意你们的圣坛,曾有一个圣坛上写着‘献给未知的神’。我要向你们讲述的上帝,就是你们所膜拜的这个未知之神。
24 Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду,
上帝创造世界和世间万物,他是天地的主,并未生活在人类建造的庙宇之中,
25 яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла [еһтияҗлиқ болған] һәммә нәрсини ата қилиду.
他什么都不需要,也不需要我们的服务,因为他本身就是所有生灵的生命之源。
26 У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди.
他从一个最初的人创造了世界上的所有人,在之前就决定了他们应该生活在哪里,应该活多久。
27 Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс.
上帝想要的是他们能够追寻上帝,能够去寻找并找到他。但其实他离我们每个人都不遥远。
28 Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!».
我们在他的护翼下生存、活动和存在。正如你们的诗人写到:‘我们就是他的家人。’
29 Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.
正因为我们是他的家人,所以不应该将上帝想象成金银石头,然后由人类用手艺和思想将其塑造形象。
30 Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта!
上帝原谅了人类过往的无知,但现在,他吩咐各处的所有人都要悔改,
31 Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди.
因为他已经定好时间,届时将由他指认的那个人,对世间进行正义审判。为了向众人证明他就是那个人,上帝会让那人死而复生。”
32 [Павлусниң] «өлгәнләрниң тирилиши» һәққидә ейтқанлирини аңлиғанда бәзиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу иш һәққидә сәндин йәнә аңлайли, — деди.
众人听到死人复活这句,便开始嘲笑他。但也有人说:“以后请回来,给我们多讲讲这件事。”
33 Буниң билән, Павлус мәйдандин чиқип кәтти.
于是保罗就离开他们了。
34 Бирақ бәзиләр униңға қошулуп, етиқат қилди. Буларниң ичидә «Ареопагус» кеңәшмә һәйәтлиридин бири болған Дийонисиюс вә Дамарис исимлиқ бир аял, шуниңдәк башқа бир қанчә кишиму бар еди.
有几个人跟随了他并且相信了上帝,包括亚略巴古的成员丢尼修、一位名叫戴马里的女子和很多其他人。

< Паалийәтлири 17 >